дунйа банкиси түркийәгә 900 миң доллар ианә қилиду

дунйа банкиси, түркийәгә нуқтилиқ үстқурулмиларниң апәтләргә қарита чидамчанлиқини ашуруш лайиһәси даирисидә 900 миң доллар ианә қилиду.

1157453
дунйа банкиси түркийәгә 900 миң доллар ианә қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: хәзинә вә малийә ишлири министирлиқи билән дунйа банкиси тәрипидин имзаланған «түркийәдики нуқтилиқ үстқурулмиларниң апәтләргә қарита чидамчанлиқини ашуруш вә апәт хәвпи еңини йуқири көтүрүш лайиһәсигә алақидар ианә келишми» рәсмий гезиттә елан қилинди.

келишимгә асасән, дунйа банкиси түркийәниң малийә җәһәттә йардәм бериш тәлипигә җавабән, йапонийә билән дунйа банкисиниң «тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә апәт хәвпини башқурушни омумлаштуруш  вәхпи», түркийәниң нуқтилиқ үстқурулмиларниң апәтләргә қарита чидамчанлиқини ашуруш лайиһәсигә 900 миң доллар ианә қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر