түркийәниң 2018 йиллиқ експорт сода көүсәткүчи вә 2019 – йиллиқ мөлчәрлири (авазлиқ)

иқтисадий сийасәт көзники- 52

1115551
түркийәниң 2018 йиллиқ експорт сода көүсәткүчи вә 2019 – йиллиқ мөлчәрлири (авазлиқ)

 

иқтисадий сийасәт көзники- 52

түркийәниң 2018 йиллиқ експорт сода көүсәткүчи вә 2019 – йиллиқ мөлчәрлири

 

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «түркийәниң 2018 йиллиқ експорт сода көрсәткүчи вә 2019 – йиллиқ мөлчәрлири» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

 

түркийә иқтисадий 2018 йилиниң ахириқи айлирида намайан қилған утуқлири билән рекорт йаратти. өктәбир ейида түркийә тарихидики әң йуқири експорт нисбитини ишқа ашурған болуп, 2018 йиллиқ 170 милйард доллар болған експорт нишаниға хатириҗәм һалда илгириләшкә башлиди. түркийәниң 2018 йиллиқ ташқи содидики йеңи иқтисадий пирограммиси нишанға мас һалда әмәлгә ашти дейәләймиз. болупму експортта қолға кәлтүргән бу өрләшниң нисбити 2019 йилидиму давамлишидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. ташқи сода қизил рәқәмлиридики бу йахшилинишқа параллел һалда сайаһәт саһәсидиму иҗабий илгириләшләрни давамлаштуралайдиған қизил рәқәм нисбитигә йетип келиштә муһим рол ойниши вә 2019 йилида қизил рәқәмниң %3.3 гә төвәнлиши мөлчәрләнмәктә. бу мөлчәрләр нуқтисидин 2019 йилиниң ташқи содида зор утуқларни қолға кәлтүридиған бир йил болуши пиланланмақта.

дәрвәқә, 2018 йилида түркийә қолға кәлтүргән ташқи сода утуқлар өктәбир ейида рекот йаратқандин кейин, нуйаибр ейида елан қилинған рәсмий санлиқ мәлуматларға асасланғанда, иқтисадий йүксилиш пүтүн тарихтики експорт нисбәтлиридин ешип кәткән вә сиҗил йүксилишни давамлаштурған. нойабир ейидики експорт нисибити алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә себлиштурғанда %9.5 ешип 15 милйард долларға йәткән. шундақ қилип бу 12 ай ичидә түркийәниң омумий експорт содиси %7.8 ешип, 168 милйард 100 милйон долларға йәткән.

емпорттин көпрәк експортни ишқа ашуруш иқтисадниң тәңпуң бир шәкилдә системилишишқа игә болушида муһим амил һесаблиниду. бу нуқтидин нойабир ейиға қарайдиған болсақ, експорт содимизниң емпортниң орнини толдуруш нисбитиниң %96.3 болғанлиқини көримиз. бу толиму муһим илгириләш. ташқи сода қизил рәқими нуқтисидин мәбләғ мәсилә болмайдиған һалға келиши експорт киримлиридики өсүшниң давамлишиши вә сиртқа болған беқиндилиқниң төвәнлиши җәһәттин ташланған толиму муһим қәдәм һесаблиниду.

2018 йилида оттуриға қойулған лайиһә, риғбәтләндүрүшләрдә қизил рәқәмниң 19 милйард доллардин төвәнлитилиши пиланған иди. бу риғләтләндүрүшләрниң експорт содимизға 6 милйард долларлиқ һәссә қошқанлиқини шундақла емпорт содимизниму 12 милйард доллар төвәнлитишни нишан қилғанлиқини унтумаслиқимиз лазим.

йәнә бир тәрәптин експорттики бу йүксилишниң изчиллиққа игә қилиниши нуқтисиғиму алаһидә диққтиңларни тартишқа тоғра келиду.

йуқири техникилиқ мәһсулат експорт содимизниң йоқури өрлиши, техника саһәсигә бериливатқан йардәм вә риғбәтләндүрүшләрни алдинқи пиланға чиқириш, маркилишишқа әһмийәт бериш, тамужнидики мәсилә вә қейинчилиқларни пүтүнләй йуқутуш җәһәттә ташлинидиған конкерт қәдәмләр 2019 йилиниң асаслиқ күнтәртип маддилири қатарида орун алиду.

буниңдин башқа йәнә әң муһим ташқи сода ширикимиз болған вә експорт содимизниң әң асаслиқ қисми ишқа ешиватқан йавропа дөләтлиригә қарита ташқи сода сийаситимизниң йөнилишиниңму интайин муһим икәнликини билдүришимиз лазим. бу җәһәттә 2019 йилида америка дөләтлиригә қилинған експортта болупму илғар техникини вә маркини алдинқи пиланға чиқиришниң шундақла қошумчә қиммәт йаритидиған мәһсулатларға мәркәзлишишниң техиму пайдилиқ болидиғанлиқини әскәртиш керәк.

алдимиздики мәзгилләрдә бир тәрәптин даирә сизилип, експорт содисиниң йол хәритиси арқилиқ 2018 йилиниң ахирилирида қолға кәлтүргән иҗабий йүзлинишни давамлаштурсақ, йәнә бир тәрәптин, емпортта сиртқа беқинда болған саһәләргә қарита йардәм вә риғбәтләндүрүш хизмәтлиримизни тезлаштуриишмиз вә йәрлик ишләпчиқириш саһәсидә иҗабий үнүмләрни қолға кәлтүришимиз лазим.

2019 йилида икеспортниң йуқири өрләш нисбитини изчиллаштуруш арқилиқ түркийә иқтисадида тәңпуңлуқ йаритиш басқучидин йуқири өрләш басқучиға өтишимиз мөлчәрләнмәктә. иқтисадта авғуст ейида йүз бәргән ташқи пиривут чайқилишидин кейин ишқа кириштүрүлгән тәңпуңлаштүрүш лайиһәси әмәлий иҗра қилинишқа башланған болуп, бу басқуч әң мустәһкәм шәкилдә давамлашмақта. әмдики нөвәт тәңпуңлаштуруштин кейин түркийә иқтисадиниң һәққий күч - қудритигә йетип бериши мөлчәрләнмәктә. өзгириш вә илгириләш басқучи келиш алдида туриду. бу басқучта експорттики иҗабий илгириләшләрни изчилиққа игә қилиш утуқлуқ содимизниң техиму үнүмлүк һалда системилишишини ишқа ашуриду.

2019 йилиниң експортта йеңи рекортларни йаритиши, емпортқа селиштурғанда експортниң йуқири өзлишиши давамлишидиған бир йол бәлгиләп чиқиш үчүн бүгүн ташлинидиған һәр бир қәдәм ачқучлуқ рол ойниғуси.

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! мушуниң билән «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ пирограммимиз ахирилашти. алдимиздики йеңи йилда йеңи йеңи пирограммилиримиз билән қайта көрүшкичә аман болғайсиләр.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر