иран билән йавропа иттипақи пул оброт мәсилисидә келишти

йавропа иттипақи тәрипидин америка қошма иштатлириниң иранға қаратқан ембарголириға қарши лайиһләп чиқилған алаһидә пул оброт системиси тоғрисида келишим һасил қилинди.

1101005
иран билән йавропа иттипақи пул оброт мәсилисидә келишти

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири җәвад зариф, йавропа иттипақи тәрипидин америка қошма иштатлириниң иранға қаратқан ембарголириға қарши лайиһләп чиқилған алаһидә пул оброт системиси тоғрисида келишим һасил қилинғанлиқини уқтурди.

министир җәвад зариф пайтәхт теһранда чақирилған министирлар кеңишидин кейин, йавропа иттипақи тәрипидин лайиһләп чиқилған алаһидә пул оброт системиси һәққидә мәлумат бәрди.

җәвад зариф өткән һәптә бирйуссел вә җәнвә қатарлиқ шәһәрләрдә йавропа иттипақи рәһбәрлири билән елип берилған учришишларда алаһидә пул оброт системиси тоғрсиида бирдәклик һасил қилинғанлиқини әскәртти.

иранлиқ оқуғучилар хәвәр агентлиқи «исна»ниң бу һәқтики хәвиридә, министир җәвад зариф вашингитон һөкүмитиниң мәзкур пул оброт системисини пассип һаләткә кәлтүрүш үчүн учур-мәлумат йиғиватқанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

җәвад зариф:  бу сәвәбтин йавропалиқлар бу ишни мәхпий елип бериватиду, система толуқ пүтүп чиққандин кейин дунйа җамаәтчиликигә елан қилиниду, деди.

америка пирезиденти доналд трампниң «иран билән сода қилған ширкәтләр америка билән сода қилалмайду»дегән тәһдит характерлик сөзи сәвәблик, йавропа иттипақи дөләтлири иран билән болған сода мунасивәтлирини сақлап қелиш үчүн лайиһләп чиққан алаһидә пул оброт системисини һазирғичә әмәлийләштүрүп болалмиди.

йавропа иттипақи бу алаһидә пул оброт системсии арқилиқ өз ширкәтлиридин сирт теһран һакимийитиниңму американиң ембарголиридин муһапизәт қилишқа тиришип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر