қатар оепктин чекинидиғанлиқини җакарлиди

қатар, 2019 – йили йанварда нефит експорт қилғучи дөләтләр тәшкилати – опектин айрилидиғанлиқини уқтурди.

1099603
қатар оепктин чекинидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар енергийә министири сәид әлкәби, қатарниң буниңдин кейин башқа дөләтләргә охшаш нефит елип – сатидиғанлиқини, опек билән мунасивәтлик вәдилирини 19 – йанварғичә орундашни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

дөлитиниң опектин айрилишни қарар қилғанлиқини елан қилған қатар енергийә министири әлкәби, «опектин йанвар ейидин башлап чекинимиз. қараримизни опекқа бүгүн әтигән мәлум қилдуқ. опекқа әза әмәс һәрқандақ бир дөләткә охшаш барлиқ вәдилиримиздә турушни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

у, қатарниң айрилип чиқип кетишиниң опекниң нефит ишләпчиқириш қарарлириға кичиккинә тәсир қилидиғанлиқини әскәртти вә сөзини давамлаштуруп, «57 йилдин буйан әзаси болуп кәлгән опектин айрилиш асан иш әмәс» деди.

қатарниң бу байанатидин кейин 6 – нойабирда бир йиғин чақирилиши күтүлмәктә. бу байанатлардин кейин нефит баһалири % өрләп кәтти. брент типлиқ нефитниң варил баһаси бүгүн әтигән 62 доллардин сетилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر