түркийәниң америкиға қилған зәйтун йиғи екиспорти әң йуқири сәвийәгә чиқти

түркийәниң 2017 – 2018 – йиллиқ зәйтун йеғи експорт пәслидә екиспорт нисбити алдинқи пәсилгә селиштурғанда, %49 ешип, 66 миң 100 тонниға чиқти.

1097412
түркийәниң америкиға қилған зәйтун йиғи екиспорти әң йуқири сәвийәгә чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәнң зәйтун йеғи експорти һәр йили 1нойабирда башлиниду вә иккинчи йили 31өктәбирдә ахирилишиду.

түркийә 2012йили 1нуйабирдин 2013йили өкитәбиргичә болған арилиқта, 91 миң тонна зәйтун йеғи експорт қилип, тарихтики әң йуқири нисбәтни йқолға кәлтүргән вә зәйтун йеғи експорт омумий соммиси 292 милйон долларға йәткән иди. 

  түркийәниң 20172018йиллиқ зәйтун йеғи експорт сода нисбити болса, униңдин илгирики йәнә бир пәсилгә селиштурғанда, %49 ешип, әслидики 44 миң 400 тоннидин 66 миң 100 тонниға, омумий соммиси %46 ешип, әслидики 174 милйон доллардин 255 милйон долларға йәтти.

бу мәзгилдә америкиға қилиниған зәйтун йеғи експорти %108 ешип, әслидики 11 миң 800 тоннидин 24 миң 500 тонниға, сода омумий соммиси болса, %101 ешип, әслидики 46 милйон 400 миң доллардин 93 милйон 200 миң долларға йәтти.

бу нисбәт билән әң йуқири зәйтун йеғи експорт содиси болған 28 миң тоттинидин қалсила америка әң көп зәйтун йиғи екиспорт қилинған 2дөләткә айланди.

бу йил түркийәдин җәмий 110 дөләткә зәйтун йеғи експорт қилинди. чәт әлләргә сетилған һәр 100 литер зәйтун йеғиниң 37 лиитерини америка алған болди.

түркийәниң зәйтун йеғи експорт нисбитидә, америкиниң арқидин, испанийә вә италийә рәткә тизилди. испанийә 15 тонна, италийә 4 миң 700 тонна зәйтун йеғи алди.

булардин башқа йәнә, сәуди әрәбистан 4 милйон 300 миң тонна, йапонийә 2 миң 900 тонна, маракәш 1900 тонна зәйтун йеғи сетивалди.

түркийәниң зәйтун йеғини хитайниң интайин йахтурғанлиқи вә експорт нисбити ашидиғанлиқи илгири сүрүлгинигә қаримастин, хитай сетивилиш нисбити рәткә керәлмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر