қатар енергийә вә санаәт ишлири министири нефит баһасиниң өрләп кетиш сәвәби тоғрисида тохталди

министир муһәммәд бин салиһ әссадә, қатар рәсмий хәвәр агентлиқи –қнаниң нефит баһасиниң өрләп кетишигә алақидар соаллириға җаваб бәрди.

1064532
қатар енергийә вә санаәт ишлири министири нефит баһасиниң өрләп кетиш сәвәби тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар енергийә вә санаәт ишлири министир муһәммәд бин салиһ әссадә, нефит баһасиниң өрләп кетишиниң писхологийәлик тәсирләр вә геополитикилиқ өзгиришләрни арқа көрүнүш қилидиғанлиқини әскәртип, базарда тәләп – тәмин тәңпуңлуқи барлиқини әскәртти.

министир муһәммәд бин салиһ әссадә, қатар рәсмий хәвәр агентлиқи –қнаниң нефит баһасиниң өрләп кетишигә алақидар соаллириға җаваб бәрди. у, нефит ишләпчиқириш миқдарини төвәнлитиши келишимигә имза қойған нефит експорт қилидиған дөләтләр тәшкилати – опек әзалири вә мустәқил нефит ишләпчиқарғучилириниң тәләп – тәмин тәңпуңлуқини капаләткә игә қилиш үчүн, өзгиришләрни күзитиватқанлиқини билдүрди.

нефит базириниң көплигән өзгиришләргә сәһнә болғанлиқини қәйт қилған садә, буларниң арисида нефит импорт қилиш, нефиткә болған еһтийаҗниң күчийип кетиши вә геополитикилиқ өзгиришләрниң барлиқини қәйт қилди. у, бу хил өзгиришләрниң һәммисиниң нойабир ейидики опек йиғинида музакирә қилинидиғанлиқини билдүрүп, нефит ишләпчиқириш миқдариниң ашурулуши йаки азайтилишиға опекниң базардики йеңи өзгиришчан амиллар тоғрисидики тәкшүрүшлири нәзәрдә тутулған һалда қарар қилинидиғанлиқини әскәртти.

2016 – йили йанварда варил баһаси 27 доллар 10 синтқичә чүшкән нефит баһасиниң, ишләпчиқарғучиларниң мувапиқ баһа йаритиш үчүн 2016 – йили нойабир ейиниң ахирида вийеннада чақирилған опек йиғинида, русийәгә охшаш нефит ишләпчиқарғучи дөләтләрниңму қоллап – қуввәтлиши билән дунйа миқйасида базарға селинидиған нефит миқдариниң азайтилиши, бу даиридә күнлүк нефит ишләпчиқириш миқдариниң 1 милйон 200 миң варил қисқартилиши қарар қилинғаниди.


خەتكۈچ: #қатар , #нефит

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر