пул аманәт қойушниң әһмийити

«иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «пул аманәт қойушниң әһмийити» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

1044583
пул аманәт қойушниң әһмийити

түркийә авази радийоси: «иқтисадий сийасәт көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети иқтисад кафедраси оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «пул аманәт қойушниң әһмийити» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз!

йеқинқдин буйанқи түркийә иқтисадиға қилинған иғвагәр һуҗумлар, пул аманәт қойушниң бир дөләт иқтисадида қанчилик  муһим орунда туридиғанлиқини көрситип бериду. чүнки, аманәт пуллар иқтисадий ешишниң ачқучи болған селинмиларниң асасий мәнбәси һесаблиниду. бу әһвалму, түркийәниң иқтисадий саһәдә дуч кәлгән һәрқандақ бир хәвпни йеңәлиши вә мәсилиниң тәсирини бир тәрәп қилалиши үчүн, аманәт қойушниң интайин муһим икәнликини намайан қилип бериду. йәнә бир тәрәптин, иқтисадий җәһәттә тәрәққий қиливатқан дөләтләр қатаридин орун еливатқан түркийәниң кирими йуқири дөләтләр тизимликигә кириши үчүнму пул аманәт қойуш кәм болса болмайдиған иштур. тәрәққий тапқан дөләтләрниң иқтисадидики аманәт пулларниң миллий ишләпчиқириш омумий қиммити ичидики пейиниң наһайити йуқири болуши, әлвәттә тасадипийлиқ әмәс. бу дөләтләрдики аманәт пулларниң көплүки, иқтисадий гүллинишниң сиҗиллиқини капаләткә игә қилиш нуқтисидин наһайити муһим орунда туридиғанлиқини чоқум әскәртип өтүш керәк.

нөвәттә тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә әң көп учраватқан әһваллардин бирини, иқтисадий ешиш нишанлириға йәткүзидиған селинма малийәсини капаләткә игә қилидиған йетәрлик аманәт пулларниң болмаслиқи шәкилләндүриду. һалбуки, үнүмни йуқири көтүрүп, сиҗил ешишни капаләткә игә қилишниң әң мувапиқ йоли селинмиларни бесип өтиду. селинма қозғатқучи күч ролини ойниған ешиш қурулмиси ишләпчиқиришта үнүмни йуқири көтүриду вә сиғдурушчанлиқни күчәйтиду. бундақ әһвалда ешиш сиҗил һаләткә келиду вә күчлүк, мустәһкәм иқтисадий қурулма оттуриға чиқиду. бирақ, шундақ бир һәқиқәт барки, бу селинмиларни аз миқдардики аманәт пуллар билән ишқа ашуруш мумкин әмәс. демәк, бу дөләтләрниң селинмилириға мәбләғ тепишиға тоғра келиду, шуниң билән, уни сирттин қәрз елиш билән йоли билән һәл қилиду. башқичә қилип ейтқанда, бир дөләт иқтисадида аманәт пулниң аз болуши сирттин қәрз елишниң асасий сәвәблириниң бирини тәшкил қилиду. сирттин қәрз елиш қизил рәқәмни чиллайду. шуниң билән, дөләт иқтисади даимлиқ һесабат қизил рәқими малийәсидин ибарәт бир мәсилигә дуч келиду. мана бу мәсилиләрниң һәммисини йеңишниң пәрдә арқисида шүбһисизки аманәт пул йатиду.

йәнә бир тәрәптин, аманәт пуллар дөләтләрниң ташқи қәрз, қизил рәқәм дегәндәк мәсилилиригә чарә болғандин сирт, лайиһәләрни малийә билән тәминләшниң әң ишәнчлик йоли болуштәк наһайити җәзбидар бир таллаш сүпитидә туриду. чүнки, ташқи қәрз пилан – лайиһәләрни малийә билән тәминләштә көпләп қоллинилидиған усулларниң бири болсиму, аманәт пулларға селиштурғанда иқтисадқа хәвп елип келиш еһтималиму бар. ениқ қилип ейтқанда, бир дөләтниң малийә еһтийаҗини тәминләштә ишәнчликлик вә иқтисадий мустәқиллиқ сөз темиси болғинида, имканийәтниң йетишичә сирттин қәрз алмаслиққа тиришиш пайдилиқтур.

дөләтләр нуқтисидин аманәт қойулған пул нисбитиниң миллий кирим ичидики пейиға қарилидиған болса, тәрәққий тапқан дөләтләрдә бу пайниң йуқири икәнликини ейтишимиз мумкин. болупму германийәни аманәт пул мәсилисини иқтисадий сийасәтлиригә наһайити йахши маслаштуруп башқурған вә иқтисадий утуқлириниң арқисида йолға қойған аманәт пул пиринсипи йатидиған бир дөләт дейишкә болиду.

қисқичә қилип ейтқанда, нөвәттә дунйада сода урушлири давамлишиватқан, америка қошма иштатлири дунйа иқтисадлириға қарши қоруқчи сийасәтләрни йүргүзүп ембарголарни йолға қойуватқан, дунйа сода һәҗими тарийиш хәвпигә дуч келиватқан, ениқсизлиқлар һөкүмран орунға өткән бир хил һаләт мәвҗут. буниңдин башқа хәлқара запас пул бирлики болған долларниң, дунйа малийә системисида йаратқан һөкүмранлиқ орнидин америка ташқи сийаситидә бир җаза васитиси сүпитидә пайдилиниши, дунйа иқтисадидики хәвпләрниң күнсери ешип бериватқанлиқини көрситип бериду.

бундақ әһвалда, башта иқтисадий гүллиниватқан дөләтләрниң бу хил дунйави хәвпләрниң көрүлгүси тәсирлиригә қаримай, өз күчигә тайинип иқтисадий ешишни давамлаштуруш үчүн, күчлүк, сағлам вә сиҗил аманәт пул сийасәтлирини йолға қойушиға һәрқандақ чағдикидинму бәкрәк еһтийаҗ туғулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر