албайрақ лондонда чоң ширкәтләрниң хоҗайинлири билән көрүшти

түркийә хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ әнглийәниң пайтәхти лондонда 11 малийә оргининиң хоҗайинлири билән көрүшти.

1042731
албайрақ лондонда чоң ширкәтләрниң хоҗайинлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: бәрат албайрақ, 15 тирилйон долларлиқ байлиқни башқуруватқан, дунйаниң әң чоң малийә органлиридин 11 иниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти.

у, учришишта, түркийәниң 15 йиллиқ иқтисадий тәрәққийати вә йеңи басқучлуқ иқтисадий пиланлири тоғрисида мәлумат бәрди. албайрақ, дунйави чоң ширкәтләрниң хоҗайинлирини йеңи мәзгиллик истратегийәлик пилан даирисидә иҗра қилиниши пиланлиниватқан иқтисадий сийасәтләрдин вақипландурди.

министир албайрақ, учришишлири даирисидә түнүгүн әнглийә малийә министир филип хаммонд вә дөләт ишлири министири сир алан дунҗан билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر