түркийә - русийә сода һәҗимидә алаһидә ешиш көрүлди

түркийә билән русийә арисидики сода һәҗими бу йилниң йанвар – май айлири арисида бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %46.2 ешип 11 милйард 300 милйон долларға йәтти.

1011114
түркийә - русийә сода һәҗимидә алаһидә ешиш көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси таможна идарисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, русийәниң түркийәгә қилған омумий експорти мушу йилниң дәсләпки бәш ейида өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, %44.6 ешип, 9 милйард 700 милйон долларға, түркийәдин қилған импортиму бу мәзгилдә %60 ешип, 1 милйард 600 милйон долларға йәткән. русийәниң омумий сода һәҗимидә түркийәниң пейи %0.7 ешип %4.2 гә чиққан.

русийә федератсийәси таможна идарисиниң буниңдин илгири елан қилған санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, түркийә, өткән йилға селиштурғанда %50 гә йеқин ашқан сода һәҗими билән, бу йилниң дәсләпки төт ейида русийәниң әң чоң төтинчи сода шерики болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر