«транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәси қериндашлиққа селинған мәбләғдур»

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайрақ транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәсиниң қериндашлиққа селинған  мәбләғ икәнликини ейтти.

991860
«транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәси қериндашлиққа селинған мәбләғдур»

түркийә авази радийоси хәвири: бәрат албайрақ транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәси арқилиқ тәбиий газ билән тунҗи тәминләш нуқтиси болған әскишәһир компрессор вә өлчәш понкитида өткүзүлгән мурасимда қилған сөзидә, лайиһәниң бүгүнки күндики районниң енергийә тарихиға нисбәтән наһайити муһимлиқини әскәртти, түркийә, әзәрбәйҗан вә гирузийә оттурисида орнитилған районлуқ һәмкарлиқниң йеңи қитәләр билән бир гәвдилишип, йәр шари характерлик һәмкарлиққа айланғанлиқини қәйт қилди, һәмдә күчлүк рәһбәрлик вә истиратегийәлик әһмийәткә игә болған лайиһәниң түркийә билән әзәрбәйҗан йолға қойуватқан актип енергийә сийасәтлириниң намайәндиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «биз бүгүн маддий селинмидинму бәкрәк әһмийәткә вә қиммәткә игә йүз йилниң әң муһим лайиһәлиридин бирини ишқа кириштүрүватимиз. транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәси қериндашлиққа селинған мәбләғ һесаблиниду. шуниң билән бир вақитта, <икки дөләт, бир милләт> еңиниң чегралардин һалқип, йеңи җуғрапийәләр билән, йеңи инсанлар билән бир гәвдилишишидур, икки дөләт оттурисидики һәқиқий достлуқ вә сөйгүниң кәлгүси әвладларға қалдурулидиған аләмшумул мирасидур. лайиһә түркийә вә бу лайиһә йетип баридиған барлиқ дөләтләрниң енергийә бихәтәрликигә муһим төһпиләрни қошиду, лайиһә арқилиқ түркийә енергийә җәһәттики ачқучлуқ дөләтлик ролини техиму җари қилдуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر