түркийә шамал енергийәсидә йавропада алтинчи орунға өтти

түркийәниң шамал енергийә күчи 2017-йилиға селиштурулғанда 766 мегават ешип, 6 миң 857 мегаватқа йәтти.

912054
түркийә шамал енергийәсидә йавропада алтинчи орунға өтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң шамал енергийә күчи 2017-йилида йавропа иттипақи дөләтлири, йавропа иттипақи әзалиқиға намзат дөләтләр вә русийә билән украинани өз ичигә алған 39 дөләт ичидә бир қәдәм илгириләп, алтинчи орунға чиқти.

йавропа шамал енергийә бирләшмисиниң 2017-йиллиқ истатистика доклатида көрситилишичә, йавропа иттипақи дөләтлири, намзат дөләтләр вә русийә билән украинани өз ичигә алған 39 дөләтниң җәмий шамал енергийә күчи 178 миң 96 мегаватқа чиққан. бу дөләтләр ичидә германийәниң шамал енергийә күчи 56 миң 132 мегават болуп, биринчи орунда туридикән. испанийә болса, 23 миң 170 мегаватлиқ шамал енергийә күчи билән иккинчи орунда туридикән. әнглийә 18 миң 872 мегаватлиқ шамал енергийә күчи билән үчинчи орунда туридикән.

шамал енергийә күчини 2017-йилиға селиштурғанда 766 мегават ашурған түркийә болса, 6 миң 857 мегават билән алтинчи орунға өткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر