трабзон експортчилири сода-санаәтчиләргә үлгә болмақта

2017-йили трабзонда ишләпчиқирилған вә сәккиз дөләткә сетилған хемир йуғуруш, хиш вә бетон қуйуш машинилиридин 1 милйон 270 миң доллар кирим қилинди.

907412
трабзон експортчилири сода-санаәтчиләргә үлгә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий қарадеңиз експортчилар бирләшмисиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, трабзонда өткән йили 110 дөләткә 1 милйард 195 милйон 648 миң долларлиқ мал експорт қилинған. хиш вә бетон қуйуш машинилири умман, гинә, камерон, исираилийә вә гирузийә қатарлиқ дөләтләргә, хемир йуғуруш машинилири болса, германийә, фирансийә вә сербийәгә експорт қилинған.

шәрқий қарадеңиз експортчилар бирләшмиси кеңишиниң башлиқи әһмәт һәмди гүрдоған трабзонлуқ експортчиларниң тәқдирләшкә әрзигидәк мувәппәқийәтләргә үлгә болғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر