шәрқий ақ деңизда нефит бурғилаш хизмәтлири башланди

«иқтисад көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «шәрқий ақ деңизда нефит бурғилаш хизмәтлири башланди» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.

885540
шәрқий ақ деңизда нефит бурғилаш хизмәтлири башланди

шәрқий ақ деңизда нефит бурғилаш хизмәтлири башланди

«иқтисад көзники» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида йилдирим бәйазит университети оқутқучиси пирофессор доктор әрдал танас қарагөлниң «шәрқий ақ деңизда нефит бурғилаш хизмәтлири башланди» мавзулуқ хәвәр анализини һузуруңларға сунимиз.

йеқинқи йиллардин буйан шәрқий ақ деңиз؛ енергийә җәһәттин интайин муһим илгириләшләргә саһибханлиқ қилмақта. 2009 – йилида хәлқаралиқ енергийә ширкәтлириниң районда елип барған гиндокарбон издәш хизмәтлири нәтиҗисидә кәң көләмлик тәбиий газ запаслириниң байқилиши, шәрқий ақ деңиздә енергийә актийорлирини һәрикәткә өткүзди. исраилийә, җәнубий қибрис рим тәрәп һакимийити, мисир вә ливан районда гиндокарбон издәш паалийәтлириниң сүритини тизлаштурди. шәрқий ақ деңизда бир - биридин пәрқлиқ чоңлуқта тәбиий газ саһәлири оттуриға чиқти.

2010 – йилида исраилийәгә қарашлиқ иқтисад районида байқалған «Leviathan» тәбиий газ саһәси, 2011 – йилида җәнубий қибрис иқтисад районида байқалған «Afrodit» тәбиий газ саһәси, 2015 – йили мисир иқтисад районида байқалған «Zohr» тәбиий газ саһәси қатарлиқлар районниң әң чоң тәбиий газ записиға игә икәнликини оттуриға қойди. бу тәбиий газ запаслири һәм мәзкур дөләтләрниң ички истемалиға ишлитишлиши, һәм хәлқара базарға селиниши үчүн толиму муһим мәнбә  һесаблиниду.

бирақ шуни унтумаслиқ керәкки, тәбиий газ записиға игә болуш һәр даим у дөләтни үстүнлүккә игә қилмайду. алди билән бу мәнбәниң сода бойумиға айландурулуши, йәни, хәлқара базарда тегишлик орунға игә қилиниши үчүн мунасип йөнилиш вә өтүшмә йоллири болуши лазим. йәнә бир тәрәптин шәрқий ақ деңиз дөләтлириниң һәр бириниң мәйли дөләт ичи мәйли хәлқара мунбәрләрдә күтәртипкә келиватқан сийасий мәсилилирини һәл қилалмаслиқи, тәбиий байлиқ записиға игә болушниң әвзәлликини ишлитәлишиниң алдиғиму чоң тосалғу болиду. бу қейинчилиқ сәвәбидин шәрқий ақ деңиз районидики дөләтләр йәнә хели мәзгилгичә аваричилиқларға қалидиғанлиқи вә шәрқий ақ деңиз тәбиий газини сода бойумиға айландуралиши үчүн йәнә бир мәзгил күтишкә туғра келидиғанлиқи ениқ. җәнубий қибрис рум тәрәп һакимийити түркийәниң вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң етиразлириға қаримастин ақ деңизда өзбешимчилиқ билән саһә бәлгиләп, хәлқара қанунға хилап һәрикәтләрни қилиши, районда қаттиқ җиддий киризисларниң пәйда болушиға сәвәб  болди. җәнубий қибрис рум тәрәп һакимийитиниң һазирму шималий қибрисниң саһәсиигә таҗавуз қилиштәк қилмишлирини давамлаштуриватқанлиқи болса, мәсилиләрниң һелиһәм сақлинип келиватқанлиқини көрситип бериду.

дәрвәқә түркийә, рим даирилириниң бу хил позитсийәлиригә қәтий сүкүт қилип турмиди. районда чарлаш хизмәтлирини давамлаштуруш үчүн иҗазәтнамә чиқирип, шәрқий ақ деңизда гепи өтидиған дөләт икәнлики тоғрисида муһим сигналларни бәрди. арқидин барбарос һайрәттин исимлик тәвритип тәкшүрүш парахотини районға әвәтип, у йәрдики хизмәтлирини башлиди.

түркийә шәрқий ақ деңиздики мәвҗудийитини давамлаштуридиғанлиқини енергийә вә тәбиий байлиқлар министирлиқи тәрипидин иҗра қилинишқа башлиған миллий енергийә вә мәдән сийасити арқилиқ йәнә бир қетим намайан қилған болди. болупму бу сийасәтниң әң муһим ул ташлириниң бири һесаблинидиған енергийә йәткүзүш бихәтәрлики истратегийәси даирисидә 2017 – йили апрел ейида барбарос һайрәттин исимлик парахотиниң қайтидин ақ деңизда тәбиий газ издәш хизмәтлирини башлиши билән, түркийәниң ақ деңиздики паалийәтлириниң сүритини ашурғанлиқини ейтишимиз мумкин.

йеқинда түркийәгә кәлтүрүлгән Deepsea Metro-2 намлиқ бурғилаш парахоти болса, йеқинқи бир йилда ақ деңизда сүрити ашқан тәбиий газ издәш хизмәтлириниң алдидики әң муһим қәдәмләрниң бири һесаблиниду. бу әһвал түркийәниң ақ деңизда актип паалийәт башлайдиғанлиқиға ишарәт қилиду. 2018 – йилиниң дәсләпки айлирида түркийәниң ақ деңиздики тунҗи бурғилаш қудуқини ечиш еһтимали бар.

түркийәниң ақ деңиздики бу паалийәтлири иҗабий нәтиҗә йаратқан тәқдирдә, оттура мәзгилдә ички базарларға наһайити күчлүк тәсир көрситиду. шәрқий ақ деңиздики өзгиришләрниң қисқа мәзгиллик үнүми муһакимә қилинғинида, түркийәниң район дөләтлириниң келәчики үчүн наһайити муһим бир нуқтиға җайлашқанлиқини әскәртишкә тоғра келиду.

түркийә җуғрапийәлик орни сунған пурсәтни сийасий вә иқтисадий муқимлиқ билән мустәһкәмлигән бир дөләт болуш сүпити билән, тәбиий газини балдуррақ сетишни халайдиған шәрқий ақ деңиз дөләтлиригә нисбәтән интайин мувапиқ чиқиш еғизи һесаблинидиған бир районға җайлашмақта. қурулуш хизмәтлири ахириқи басқучқа келип қалған танап, қурулуши сүрәт билән давамлишиватқан түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси, түркийәни районниң тәбиий газ содисиниң йөнилишини бәлгиләйдиған дөләткә айландурди.

һазар вә русийәдин кәлгән газниң дунйаниң әң муһим тәләп райони болған йавропа базириға түркийә арқилиқ өтидиған болушиниң өзила шәрқий ақ деңиз дөләтлиригә әң мувапиқ йол һесаблиниду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر