баку-тиблис-карс төмүр йолида тунҗи қозғалған пойиз карсқа кәлди

баку-тиблис-карс төмүр йолида ашлиқ бесип мәрсингә қарап йолға чиққан тунҗи пойизниң алат портидин өтүп, карсқа йетип кәлгәнлики билдүрүлди.

840125
баку-тиблис-карс төмүр йолида тунҗи қозғалған пойиз карсқа кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: тарихий йипәк йолини гүлләндүридиған баку-тиблис-карс төмүр йолида тунҗи қетим сәпәр қилған вә қазақистандин мәрсин портиға ашлиқ йәткүзидиған пойиз карсқа йетип кәлди.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, қазақистан баш министири бақитҗан сагинтайев, өзбекстан баш министри абдуллаһ арипов вә гирузийә баш министири гиорги кврикашвили 30-өктәбир пайтәхт бакуға тәхминән 90 километир келидиған алат портида, «баку-тиблис-карс» төмүр йолиниң ечилиш мурасимини өткүзгән иди.

пойиз билән карсқа кәлгән түркийә җумһурийити дөләт төмүр йоллири тирансипорт ширкитиниң баш мудири вәйси курт, пойизниң қазақистандин йолға чиқип, алат портидин өтүп карсқа йетип кәлгәнликини билдүрди. у төмүр йол лайиһәсиниң һәм түркийә һәмдә асийа вә йавропадики дөләтләр үчүн муһим каридор икәнликини тәкитлиди. у мундақ деди:

«бу лайиһә һәм дөлитимизни һәмдә оттура асийа түрк җумһурийәтлири билән хитайни йавропаға туташтуриду. бу сәвәбтин , дөлитимиз интайин муһим каридорға айланди.»

түркийә, гирузийә вә әзәрбәйҗанниң ортақ лайиһәси рамкисида йасалған төмүр йолниң 76 километирлиқ қисми түркийә, 259 километирлиқ қисми гирузийә вә 503 километирлиқ қисми әзәрбәйҗан земинидин өтиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر