хәлқара пул фонди тәшкилати түркийәниң иқтисадий ешишиға алақидар мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

«дунйа иқтисади» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик сани бойичә пирофессор әрдал танас қарагөлниң «хәлқара пул фонди тәшкилати түркийәниң иқтисадий ешишиға алақидар мөлчәригә өзгәртиш киргүзди» мавзулуқ анализини һузуруңларға сунимиз.

829536
хәлқара пул фонди тәшкилати түркийәниң иқтисадий ешишиға алақидар мөлчәригә өзгәртиш киргүзди

түркийә авази радийоси: ахирқи қетим өктәбир ейиниң бешида хәлқара дөләтләрниң инавәт дәриҗисини бекитиш ширкити – фитч түркийәниң иқтисадий ешишиға алақидар мөлчәрлиригә өзгәртиш киргүзгәниди, аридин узун өтмәй хәлқара пул фонди тәшкилатиму  түркийәгә алақидар мөлчәригә өзгәртиш киргүзди. хәлқара пул фонди тәшкилати, дунйаниң иқтисадий вәзийити, намлиқ доклатиниң 2017 – йиллиқ өктәбир санида, түркийәниң 2017 вә 2018 – йиллиқ иқтисадий ешишиға даир мөлчәрлирини йуқири көтүрди. апрел ейида елан қилинған доклатта, түркийә иқтисадиниң 2017 – йили тәхминән %2.5 гүллинидиғанлиқи йезилғаниди, өктәбир ейидики доклатта, бу мөлчәр бирақла %5.1 гә чиқирилди.

алди билән, арқа – арқидин елан қилинған мәзкур икки орунниң мөлчәрлиригә өзгәртиш киргүзүшидики сәвәбләргә мәркәзлишидиған болсақ, хәлқара пул фонди тәшкилатиниң, түркийәниң биринчи чарәктә қолға кәлтүргән иқтисадий ешишқа даир санлиқ рәқәмлирини, експорттики җанлинишни вә кеңийиватқан малийә сийаситини нәзәрдә тутқанлиқини көрүп йетимиз. бу йилниң дәсләпки йеримида қолға кәлтүрүлгән бу ешишниң муһим мәнбәлириниң бири болған қәрз капаләт фондиниму әстин чиқармаслиқ керәк, әлвәттә. қәрз капаләт фондиниң кичик типтики карханилар вә банкиларға һәмдәм болуши, ишләпчиқириш санлиқ мәлуматлирида рошән әкс әтти, санаәт саһәсидиму муһим өзгиришләргә сәвәб болди. буниң сайисида, ешишниң әң муһим динамикилириниң бирини шәкилләндүргән експорттиму көрүнәрлик ешиш көрүлди.

бу мәнидә, хәлқара пул фонди тәшкилатиниң 2017 – йилиниң дәсләпки чарикидә %5.2, иккинчи чарикидә %5.1 лик ешишни қолға кәлтүргән түркийә иқтисадиниң келәчикигә алақидар мөлчәрлиригә йуқири йөнилишлик өзгәртиш киргүзүши наһайити җайида чиқирилған бир қарар һесаблиниду. түркийәниң иқтисадида көрүлгән бу өзгиришләр, хәлқара пул фонди тәшкилатиға охшаш дунйа иқтисадиға йетәкчилик қилидиған бир органни мөлчәригә иҗабий өзгәртиш киргүзүшкә иттәрди. бу даиридә, түркийәгә охшаш тәрәққий қиливатқан бир дөләткә қарита хәлқара базарларда техиму адил баһа берилгәнликини ейтишимиз мумкин. буниңдин башқа тәрәққий қиливатқан әлләрниң %4.6 гүллинидиғанлиқи тәхмин қилинған доклатта, түркийәгә алақидар мөлчәрләрниң оттуричә мөлчәрләрдин хелила йуқири икәнлики қәйт қилинди. бу әһвал, түркийәниң тәрәққий қиливатқан әлләр арисида наһайити утуқлуқ ешиш имканийитигә игә икәнликини көрситип бериду.

хәлқара дөләтләрниң инавәт дәриҗисини бекитиш ширкити – фитчниң иқтисадий ешиш мөлчәрини йуқири йөнилишлик өзгәртишигә сәвәб болған амилларға кәлсәк, бу йәрдиму мувәққәт малийә тәдбирлири вә кичик типтики карханиларға капаләтчи болушни давамлаштуруватқан қәрз капаләт фонди алдимизға чиқиду. фитчниң түркийә иқтисадиға даир мөлчәри, 2017 – йилиниң дәсләпки чарикидики иқтисадий ешишниң башқа чарәкләрдиму сақлинип қалидиғанлиқи вә 2017 – йилиниң ахирида %5.5 ешишни қолға кәлтүридиғанлиқини оттуриға қойди.

15 – ийул мәғлубийәт билән ахирлашқан һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин, фитчни өз ичигә алған бир қанчә <дөләтләрниң инавәт дәриҗисини бекитиш ширкәтлири> хәлқара пул – муамилә базарлирида пүтүнләй сәлбий түркийә иқтисади образи йаритиш бәйгисигә чүшкәниди. нөвәттә, уларниң әйни вақиттики түркийә иқтисадиға даир чиқарған қарар вә мөлчәрлириниң конкрет сәвәбләрни тайанч қилмиғанлиқи рошән оттуриға чиқти. башқичә қилип ейтқанда, түркийә иқтисадиниң 2017 – йилиниң башлиридин тартип қолға кәлтүргән ешиш нисбити, хәлқара органларниң адил болмиған мәзкур қарашлирини чиритип ташлиған болди. ишләпчиқириш вә експорттики ешиш билән бирликтә, түркийә иқтисади техиму җанлиқ вә сағлам қурулмиға игә икәнликини испатлиди. иқтисадий ешишниң қозғатқучи күчи болған санаәт ишләпчиқиришиға даир әң йеңи санлиқ мәлуматларму, бу әһвални күчләндүриду. авғуст ейидики санлиқ мәлуматларға қариғинимизда, санаәт ишләпчиқиришиниң өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, %5.2 ашқанлиқини көримиз. бу әһвал, санаәт саһәси вә иқтисадий ешишқа иҗабий тәсир көрситиш билән биргә, әмгәккә орунлаштуруш вә киримниң йуқири көтүрүлүшиниму бирликтә елип келиду.

әлвәттә, иқтисадий ешишниң җәмийәтниң пүткүл қатламлирида һес қилиниши үчүн, һәр қайси саһәләрдики йахшилинишларла йәтмәйду. бу җәһәттә иш пурсәтлирини йаритиш йолида конкрет қәдәмләрниң ташлиниши, ишқа орунлаштуруш сәпәрвәрлики вә һөкүмәтниң риғбәтләндүрүшлириниңму наһайити муһим икәнликини ейтишимиз мумкин. бу қәдәмләр, дунйаниң сақлиниватқан мәсилиси болуп келиватқан ишсизлиққа қарши күрәштә интайин иҗабий үнүм йаритиду. униң үстигә түркийә наһайити йаш вә ишләпчиқарғучи нопус күчигә игә бир дөләт. иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға әза көплигән әлләргә селиштурғанда, бу әһвалниң түркийәгә нисбәтән муһим бир пурсәт икәнликини әстин чиқармаслиқ лазим. бу пурсәттин әң йахши шәкилдә пайдилинип, уни әвзәлликкә айландуруш йәнила бизниң қолимизда.

хуласилигәндә, түркийә иқтисади қолға кәлтүргән ешиш нисбити билән тәрәққий қиливатқан дөләтләр иқтисадидин иҗабий рәвиштә айрилип чиққанлиқини дунйа иқтисадиниң нопузлуқ органлириниң тәстиқи билән йәнә бир қетим испатлиған болди. бу органларниң мөлчәрлиригә йуқири йөнилишлик өзгәртиш киргүзүш сәвәблиридә бирдин көп ортақ нуқта болсиму, уларниң асасән дегүдәк һәммисиниң охшаш сәвәбләрни нәзәрдә тутуп, мөлчәрлирини өзгәрткәнликини нәзәрдин сақит қилмаслиқ лазим. көрүнүп туридуки, түркийә иқтисадидики иҗабий өзгиришләр йалғуз ички базарлардила әмәс, хәлқара пул – муамилә базарлиридиму наһайити күчлүк тәсир пәйда қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر