германийәдә учқучиларниң иш ташлиши билән 100 миң йолучи қийинчилиққа дуч кәлди

германийәниң луфһанса һава йоллири ширкитиниң учқучилириниң иш ташлиши билән 100 миң йолучи қийинчилиққа дуч кәлди.

616976
германийәдә учқучиларниң иш ташлиши билән 100 миң йолучи қийинчилиққа дуч кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: ширкәт билән уда 2 йилдин буйан сөһбәт елип бериватқан учқучилар һечқандақ нәтиҗигә еришәлмигәндин кейин, 14  - қетим иш ташлиди. шуниң билән, тәхминән 900 учуш бикар қилинди.

учқучилар уйушмиси кокпит 2 күнлүк иш  ташлаш қарариниң җүмә күнигичә узартилғанлиқини уқтурди. җүмә күни германийәдин ишқа ашурулидиған барлиқ қисқа мусапилиқ учушлар бикар қилинди.

игилинишичә, учқучилар уйушмиси 2012 – йилдин етибарән учқучиларниң маашини % 3.7 өстүрүп беришини тәләп қиливатқан болуп, луфһанса ширкити болса учқучиларниң алтә йиллиқ маашини % 2.5 өстүрүп бериш тәклипи сунған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر