америка мәркизий банкиси өсүм қарарини елан қилди
америка мәркизий банкиси, дунйадики мунасивәтлик иқтсиадий саһәләр төт көз билән күтүватқан өсүм қарарини елан қилди.
603128
түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий банкиси, тәхмин қилинғиниға охшашла 0.25 билән 0.50 арисидики өсүм нисбитигә һечқандақ өзгәртиш киргүзмәй өз пети қалдуруп қойди.
америка мәркизий банкиси, 10 – айлиқ федератсийә очуқ базар йиғини җәрйанида өсүм өстүрүш мәсилисини авазға қойуп, 2 гә қарши 8 аваз билән өсүм сийаситини өзгәртмәсликни қарар қилди.
америка мәркизий банкиси бу қарари арқилиқ америкида 8 – нойабирда өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимидин илгири һечбир қәдәм ташлимаслиқ йолини таллиди.
иқтисадсунашларму бу һәптә өсүм өстүрүлүшини күтмәйдиғанлиқлирини билдүргәниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йавропада газ баһаси өрлиди
йавропада тәбиий газ баһаси түнүгүн (16-апрел) оттура шәрқтики җиддий вәзийәт сәвәбидин %7.5 өрлиди.