түркийәниң енергийә импорти төвәнлиди

түркийәниң енергийә импорти 2016-йилниң йанвар ейидин сентәбир ейиғичә өткән йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда, %33 төвәнләп 19 милйард 538 милйон долларға чүшкән.

602058
түркийәниң енергийә импорти төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи икки йилдин буйан нефит баһасидики чүшүш билән тәң, түркийәниң енергийә импорт соммиси төвәнлиди. хәлқара базарларда нефит баһасиниң қәдәмму қәдәм төвәнлиши, түркийәниң йил ахиридин башлинидиған енергийә импорт соммисини төвәнлитидиғанлиқи пәрәз қилинмақта.

тәрәққийат министирлиқи елан қилған оттура мәзгиллик 2019-2017-йиллиқ пиланға асасланғанда, 2016-йилниң ахирида җәмий 198 милйард долларлиқ импортниң әмәлгә ешиши күтүлгән болуп, буниң 27 милйард 500 милйон долларлиқ қисми енергийә импорти үчүн сәрп қилинидикән. бундақ болғанда, 2015-йили 37 милйард 800 милйон долларлиқ енергийә импорт қилған түркийә, өткән йилға селиштурғанда бу йил (2016) 10 милйард 300 милйон долларлиқ енергийә аз импорт қилидикән.

бирақ, бу рәқәмниң, нефит баһисиниң өрләшкә қарап йүзлинишиниң тәсиридә 2016-йили 32 милйард долларға, 2018-йили 37 милйард долларға, 2019-йили болса 41 милйард 300милйон долларға чиқиши пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر