руслар түркийәгә сәлдәк ақмақта

түркийәниң анталйа шәһиригә 12  күн ичидә 30 миңдин артуқ рус сайаһәтчи кәлди.

571996
руслар түркийәгә сәлдәк ақмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә түркийәгә қарита йүргүзүватқан чәклимини бикар қилғандин кейин 2 – сентәбир күни москвадин анталйаға биваситә учуш башланған вә 309 рус сайаһәтчи кәлгәниди.

2 – сентәбирдин 14 – сентәбиргичә 239 қетимлиқ учушта анталйаға 30 миң 859 рус сайаһәтчи кәлди.

өктәбирниң ахирлиғичә 550 қетимлиқ учушта 100 миң рус сайаһәтчиниң келиши күтүлмәктә.

русларниң қәрәллик учушлар арқилиқ түркийәгә келишиму давамлашмақта.

бу йилниң ахирлириғичә русийәдин түркийәгә 300 – 350 миң йолучиниң келиши күтүлмәктә.

рус сайаһәтчиләрниң анталйа вә түркийәгә келиш арзусиниң наһайити күчлүк икәнлики, қошумчә һава қатниши ишқа кириштүрүлгән тәқдирдә, түркийәгә келидиған руслар саниниң барғансери көпийидиғанлиқи хәвәр қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر