«‹түрк еқими› сөһбити қайта башланди»

русийә енергийә министири александир новак «түрк еқими» тәбиий газ туруба линийәси лайиһәси даирисидә түркийә билән қайта сөһбәт башланғанлиқини ейтти.

540625
«‹түрк еқими› сөһбити қайта башланди»

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң Rossiya 24 хәвәр қанилиниң билдүрүшичә, новак түркийәниң биваситә бир линийә арқилиқ русийәдин 15.7 милйард куб метирлиқ тәбиий газ импорт қилиш нийити барлиқини тәкитләп мундақ дегән: «‹түрк еқими› тәбиий газ туруба линийәси лайиһәсидә икки линийә бәрпа қилиш мәсилисидә түркийә билән қайта сөһбәт башланди. иккинчи линийә арқилиқ йавропаниң шәрқий җәнубий райониға тәбиий газ  йәткүзүш пиланланмақта.»

русийәниң газпром ширкити түркийәгә сетиватқан тәбиий газ  мәсилиси тоғрулуқ илгири һасил қилинған % 10.25 лик баһани чүшүрүш келишимдин орун алмиғанлиқи үчүн, ‹түрк еқими› лайиһәсидә һечқандақ илгириләш һасил қилиналмиған, түркийәниң һава тәвәликигә таҗавуз қилған рус айропилани 24 – нойабир күни етип чүшүрүветилгәндин кейин, икки дөләт рәһбәрлири лайиһә тоғрулуқ өткүзүлүватқан музакириләрниң тоңлитип қойулғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر