сарайниң ләззәтлири (16) – борани

османли сарийиниң бир – биридин есил таамлириниң пишурулуш усуллирини силәр билән ортақлишидиған «сарайниң ләззәтлири (сарайниң мәззилик таамлири)» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида, силәрни дунйаниң тунҗи илим – пән мәркәзлириниң бири болған шанлиурфаға йәнә бир қетим елип баримиз. бу һәптилик тамиқимиз боранини урфаниң йәттә йүз йиллиқ өтмүшкә игә бир карвансарийида тәййарлаймиз.

 

бу тамақни тәййарлаш үчүн кетидиған нәрсиләр:

1 килогирам ушшақ тоғралған пақлан гөши

1 су истакани бөрүлҗә (чока пурчақ)

1 су истакани ноқут

1 тутам пази (йава йессивиләк, пәқәт йапрақлирила ишлитилиду)

1 кичик қошуқ туз

1 чай қошиқи қаримуч

2 литер су

2 тамақ қошиқи май

50 гирам қуйруқ йеғи