русийә украинаға һәрбий һәрикәт башлиди

виладимир путин алаһидә бир һәрбий һәрикәт башлиғанлиқини җакарлиғандин кейин, украинада русийәниң таҗавузчилиқи давамлашмақта.

украинаниң һәрқайси җайлиридин партлаш хәвәрлири кәлмәктә. танкилар вә һәрбий аптомобиллар белорусийә чеграсидин украинаға киргән вә дөләтниң шәрқидә һәрикәт қиливатқан көрүнүшлири кәлмәктә.

русийә армийәси аһилиләр зич олтурақлашқан районларға һуҗум қилмиғанлиқини, украинаниң һава армийә базиси вә башқа һәрбий мәвҗутлуқлириға мәркәзләшкәнликини илгири сүрди.

украина пирезиденти виладимир зеленский һәрбий һаләт елан қилип, «русийәниң һәрикити адаләтсиз, алдамчилиқ вә җәң елан қилған бир ишғалийәттур» деди.

зеленский йәнә, украиналиқларниң әркинлики вә мустәқиллиқидин һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини ейтти.

украинаниң рәсмий тивиттер һесаби бу рәсимни һәрбий һәрикәт башлинип узун өтмәйла һәмбәһирләнди.

һуҗумлар б д т бихәтәрлик кеңиши бу һәптидә икки қетим җиддий йиғин ачқандин кейин йүз бәрди.

һәрбий һәрикәт хәлқара содиғиму тәсир көрсәтти. йәршари пайчеки базириниң давамлиқ төвәнлишигә әгишип, бир варил нефит 8 йилдин буйан тунҗи қетим 100 доллардин ешип кәтти.