каталонийә йәрлик сайлимида мустәқилчи партийәләр ғәлибә қилди

каталонийә аптоном райони хәлқи өз алдиға мустәқиллиқ елан қилғандин кейин мәркизий һөкүмәт тарқитивәткән 135 кишилик йәрлик парламентниң йеңи әзалирини сайлаш үчүн беләт ташлиди. парламент сайлимида мустәқиллиқ тәрәпдари партийәләр һөкүмәт қуруш салаһийитигә игә болди. мустәқиллиққә қарши вәтәндашлар партийәси әң көп авазға еришкән болсиму, өз алдиға һөкүмәт қуруш саниға еришәлмиди.