һиндистанниң уттараханд өлкисидә, су амбири тешип кетип, нурғун киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң уттараханд өлкисидә, һималайа теғидин чүшкән муз парчилири су амбириниң тешип кетишигә сәвәб болди.

ташқинда дәрйа бойидики йеза-кәнтләрдә нурғун кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

өлкә мәсули ом пракаш қаза қилғанлар саниниң ениқ әмәсликини байан қилди.

һиндистанниң шималидики нурғун районларда җиддий агаһландуруш сигнали елан қилинди.

уттараханд өлкиси кәлкүн вә тағ гүмүрүлүп чүшүш вәқәлири билән буниңдин илгириму күнтәртипкә кәлгән иди. 2013-йили йүз бәргән кәлкүндә 6 миңға йеқин киши һайатидин айрилған иди.


خەتكۈچ: һиндистан