һиндистан деһқанлири җумһурийәт байрими күнидә деһқанчилиқ ислаһатиға қарши намайиш өткүзди
түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан деһқанлири җумһурийәт байрими күнидә тиракторлириға менип намайиш өткүзди.
һиндистанниң йеңи деһли шәһиридә онмиңлиған деһқанлар җумһурийәт байрими күни тиракторлириға олтуруп, ихтилапқа сәвәб болған деһқанчилиқ ислаһатиға қарши намайиш өткүзди.