хақан фидан билән руминийәлик мәнсәпдиши билән сөһбәтләшти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан руминийә ташқи ишлар министири емил хурезеану билән телефон сөһбити өткүзди.

2233411
хақан фидан билән руминийәлик мәнсәпдиши билән сөһбәтләшти

ташқи ишлар министирлиқи мәнбәлиридин игилинишичә, фидан билән хурезеану телефонлишип, икки тәрәп мунасивити вә  районға алақидар мәсилиләрни музакирә қилған. фидан сөһбәт җәрйанида руменийәниң йеңи ташқи ишлар министири хурезеануни тәбриклигән.

фидан буниңдин илгири шималий қибрис түрк җумһурийитиниң қурулуш вә тиранспорт ишлири министири әрһан арикли билән пайтәхт әнқәрәдә көрүшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر