байрақтар қизилалманиң ишләпчиқириш типи йәнә бир қетим учуш синиқини мувәппәқийәтлик тамамлиди
түркийәниң тунҗи учқучисиз уруш айропилани байрақтар қизилалманиң ишләпчиқириш типи йәнә бир қетимлиқ учуш синиқини мувәппәқийәтлик тамамлиди.

байкар ширкити тәрипидин миллий вә мустәқил һалда ишләпчиқирилған байрақтар қизилалманиң тәрәққийат җәрйани пиланланған синақ җәдвили бойичә давамлашмақта.
байрақтар қизилалма PT-3 текирдағниң чорлу наһийәсидә елип берилған йәнә бир қетимлиқ учуш синиқини мувәппәқийәтлик тамамлиди. синақ җәрйанида елип берилған система бәлгиләш паалийәтлириму мувәппәқийәтлик орунланди.
байрақтар қизилалманиң тәрәққийат паалийәтлири даирисидә дәсләпки типлардин еришилгән тәҗрибиләр арқилиқ ишләпчиқириш типида муһим өзгәртишләр елип берилди. қурулма йахшилашлардин сирт, авийатсийә қурулмисиму тәрәққий қилидүрүлди.
байрақтар қизилалма айродинамикилиқ йахшилашлар арқилиқ йуқири сүрәттә техиму йахши бурулуш қилалайдиған, AESA радари билән игилигән йуқири вәзийәтни пәрқләндүрүш иқтидари арқилиқ әң мүшкүл вәзипиләрни иҗра қилалайдиған болиду.