шәйбани: сүрийә-түркийә мунасивәтлири йеңи дәвргә қәдәм қойди

сүрийә ташқи ишлар министири шәйбани сүрийә-түркийә мунасивәтлириниң йеңи дәвргә қәдәм қойғанлиқини билдүрди.

2231336
шәйбани: сүрийә-түркийә мунасивәтлири йеңи дәвргә қәдәм қойди

сүрийәдики йеңи һөкүмәтниң ташқи ишлар министири әсәд һәсән шәйбани тунҗи қетим бир түркийә телевизийә қанилиниң мәхсус сөһбәт пирограммисиға чиқип, түркийә-сүрийә мунасивәтлиригә даир муһим байанатларни елан қилди.

сүрийә ташқи ишлар министири т р т хәвәр қанилиниң мәхсус сөһбәт пирограммисида, сүрийәниң түркийә билән болған дипломатик мунасивәтлирини әң йуқири сәвийәгә көтүрүшни пиланлаватқанлиқини илгири сүрүп: «сүрийәниң бихәтәрлики түркийәниң бихәтәрлики, түркийәниң бихәтәрлики сүрийәниң бихәтәрликидур. биз сүрийә земинидин башқа дөләтләргә тәһдит елип келидиған һәр қандақ амилға қәтий қарши туримиз вә бу мәсилидә наһайити тез һәрикәткә өтимиз» деди.

шәйбани җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийә хәлқиниң ирадисини қоллиғанлиқини алаһидә тилға елип, түркийә билән сүрийәниң ортақ мәнпәәтлиригә хизмәт қилидиған йеңи бир сийасий дәврниң башланғанлиқини тәкитлиди.

исраилийәниң сүрийәгә қаратқан һуҗумлири һәққидиму тохталған шәйбани: «биз вәтинимиз вә хәлқимизни қоғдашта қәтий чиң туримиз. йеңи тәһдитләргә қарши һошйармиз» дегәнләрни қәйт қилди.

сүрийә ташқи ишлар министири сөзлирини түркчә: «қериндаш түрк хәлқигә қилған барлиқ ишлири үчүн рәһмәт ейтимиз» дегән сөзләр билән ахирлаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر