мудапиә министирлиқи: ирақ вә сүрийәдә 3226 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи ирақ вә сүрийәниң шималида елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлири тоғрисида байанат елан қилди.

2231345
мудапиә министирлиқи: ирақ вә сүрийәдә 3226 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи ирақ вә сүрийәниң шималида елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлиридә 62 нәпири өткән һәптидә болуп, 2024-йили 1-йанвардин буйан җәмий 3226 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң мәтбуат вә аммиви мунасивәтләр ишлири, қошумчә министирлиқ байанатчиси биригада генерали зәки ақтурк министирлиқта һәптилик мәтбуатни вақипландуруш йиғини ечип, ирақ вә сүрийәниң шималида елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлиридә, 62 нәпири йеқинқи бир һәптидә болуп, 2024-йили йанвардин буйан 3226 террорчи бир тәрәп қилинди.

йәнә бир тәрәптин, йеқинқи бир һәптә ичидә ирақниң шималидики «пәнҗә-қулуп» һәрбий һәрикити райони вә хакурк районида давамлаштурулуватқан чарлаш-тәкшүрүш паалийәтлири даирисидә байқалған өңкүрләрдин көплигән қорал-йарағ, оқ-дора вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.

түрк армийәси терорлуққа қарши күришини қанхор террорчилар дөлитимиз вә районимизға тәһдит болуштин чиққучә давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر