фидан: түркийә-сүрийә мунасивәтлири йеңи басқучқа кирди

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан: «йеңи сүрийәдә п к к / й п г вә даиш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатларға орун йоқ» деди.

2231204
фидан: түркийә-сүрийә мунасивәтлири йеңи басқучқа кирди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан, дөләт мудапиә министири йашар гүләр, миллий истихбарат идариси башлиқи ибраһим қалин, сүрийәдики йеңи һөкүмәтниң ташқи ишлар министири әсәд һәсән шәйбани, мудапиә министири мурһәф әбу қәсра вә истихбарат идариси башлиқи әнәс хәттаб билән пайтәхт әнқәрәдә елип барған 3+3 форматидики йиғиндин кейин шәйбани билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

8-декабирда бәшшар әсәд түзүминиң ағдурулушидин кейин сүрийәдә йеңи бир сәһипиниң ечилғанлиқини билдүргән фидан, сүрийәдики йеңи һөкүмәт вә хәлқара җәмийәтниң бу пурсәттин тоғра пайдилиниши керәкликини тәкитлиди.

министир хақан фидан бу җәһәттә сүрийәликләрниң башламчилиқи вә игидарчилиқида һәммини бағриға басидиған бир сийасий җәрйанниң бәрпа қилинишиниң наһайити муһимлиқини тәкитләп: «сүрийәдики барлиқ диний, етник вә мәзһәп гуруппилириниң қучақлишиш вақти кәлди. йеңи һөкүмәтниң сиғдурушчан чүшәнчә билән һәрикәт қилиши кишини мәмнун қилиду. түркийә болуш сүпитимиз билән, миллий дийалог қурултийиниң сүрийәдики барлиқ тәркибий қисимларниң ирадисини әкс әттүрүшигә қаритилған тиришчанлиқлирини қоллаймиз» деди.

бу тарихий бурулуш нуқтисида хәлқара җәмийәтниң вәзиписиниң сүрийәгә һәр түрлүк йардәмләрни қилиш икәнликини әскәрткән министир фидан: «сүрийә хәлқиниң өзигә тайинип турушиға йардәм қилишимиз керәк. сүрийәни риқабәт мәйдани әмәс, һәмкарлиқ мәйдани дәп қаришимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

у аридин 12 йил өткәндин кейин өткән айда түркийәниң дәмәшиқ әлчиханисиниң ечилғанлиқини әслитип: «һәләб консулханимиз 20-йанвар күни хизмәт башлайду. түрк һава йоллири қатнишиму йеқинда башлиниду» деди.

әсәд дәври сүрийәсиниң йиллар бойи террорлуқ тәшкилатлириға макан болғанлиқини вә террорлуқ експорт қилғанлиқини қәйт қилған фидан: «йеңи сүрийәдә п к к / й п г вә даиш қатарлиқ терорчи тәшкилатларға орун йоқ» деди.

министир фидан өзиниң сүрийәдики йеңи һөкүмәтниң террорлуққа қарши күрәш қилиш ирадисидин мәмнун икәнликини билдүрүп, бу җәһәттә әмәлий қәдәм бесишқа өтүш керәкликини оттуриға қойди.

түркийә вә хәлқигә «сүрийәдә инқилаб» башланғандин тартип дөлити билән биллә болған түркийә вә униң хәлқигә рәһмәт ейтқан әсәд һәсән шәйбани болса: «сүрийә билән түркийә йеңи бир тарих йазди» деди.

у буниң қериндашлиқ асасиға қурулған бир тарих икәнликини қәйт қилип, бу қериндашлиқниң районда муқимлиқ вә бихәтәрликни ишқа ашуруш үчүн қурулғанлиқини тәкитлиди.

түркийә билән сүрийә мунасивәтлириниң наһайити йеқин кәлгүсидә «йеңи упуқларға қарап» һәр хил саһәләрдә тез тәрәққий қилидиғанлиқини ейтқан шәйбани: «йеңи һөкүмәт сүрийә земининиң түркийә вә түрк хәлқигә қарши тәһдит болуштин чиқирилиши керәкликигә ишиниду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر