сүрийәниң шималида 9 террорчи йоқитилди
сүрийәниң шималида давамлишиватқан терроризмға қарши күрәш даирисидики һәрбий һәрикәтләр җәрйанида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 9 террорчи йоқитилди.
2230454

дөләт мудапиә министирлиқи түркийә армийәсиниң терроризмға қарши күрәш даирисидә сүрийәниң шималида елип бериватқан терроризмға қарши күрәш һәрбий һәрикәтлири һәққидә байанат елан қилди.
байанатта, сүрийәниң шималида һуҗумға өтүшкә тәййар һаләттә туруватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 9 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди:
« терроризмға қарши күрәш ирадимиз қәтий болуп, террорчилар бу земиндин үзүл - кесил йоқалғанға қәдәр терроризмға қарши күришимиз қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду.»