п к к сүрийәдә аталмиш «тәрбийәләш» паалийити елип бармақта
бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г сүрийәдики ишғалийитини күчәйтиш үчүн ирақ вә ирандин йөткәп кәлгән тәрәпдарлирини қораллиқ тәрбийәлимәктә.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г 3-йанвардин башлап иран вә ирақта топлиған тәрәпдарлиридин 1300 әр-айални сүрийәгә киргүзди.
террорлуқ тәшкилати түркийәниң қозғиғуси һәрбий һәрикитигә қарши әйнуләрәб (кобани) дики ишғалийитини күчәйтиш үчүн сүрийә земиниға йөткәп кәлгән тәрәпдарлирини һәсәкә вилайәт мәркизи вә қамишли наһийәсигә топлимақта.
террорчилар йуқириқи җайларда топланған тәрәпдарлирини рәққә вә дәйризордики қораллиқ тәрбийәләш лагерлириға йөткимәктә.
сүрийә земининиң үчтин бирини ишғал қиливатқан п к к/й п г ирақниң шималини сүрийәниң шимали-шәрқигә туташтуридиған өтүш еғизи арқилиқ террорчи унсурларни сүрийәгә киргүзмәктә.
түркийә сүрийәдики чәт әллик террорчиларниң дөләттин чиқип кетиши тоғрулуқ чақириқта болди
өткән һәптә ташқи ишлар министири хақан фидан сүрийәдики чәт әллик террорчилар һәққидә елан қилған байанатида мундақ дегәниди:
«бизниң п к к/й п г гә ултиматом тапшурғанлиқимиз һәммигә айан. дәрвәқә, уларға америкалиқлар арқилиқму, ахбарат вастилири арқилиқму ултиматом тапшурдуқ. хәлқаралиқ террорчи җәңчи характеридики, түркийә, иран вә ирақтин кәлгәнләр (сүрийәдин) чоқум чиқип кетиши керәк.»
америка ташқи ишлар министирлиқи сийасий ишлар муавин мәслиһәтчиси җон бас түркийәниң бихәтәрлик әндишисини чүшинидиғанлиқлирини вә сүрийәдики чәт әллик террорчиларниң дөләттин чоқум чиқип кетиши керәкликини билдүргән иди.