фидан силовенийә муавин баш министири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан силовенийә муавин баш министири танҗа фаҗон билән көрүшти.

2230114
фидан силовенийә муавин баш министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири хақан фидан түркийә-силовенийә қошма иқтисад комитети йиғиниға қатнишиш үчүн түркийәгә кәлгән силовенийә муавин баш министири, қошумчә дипломатийә вә йавропа ишлири министири танҗа фаҗон билән көрүшти.

пайтәхт әнқәрәдә ишқа ашурулған көрүшүштә, икки дөләт оттурисидики сода-иқтисад һәмкарлиқини күчәйтиш вә дөләт мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиқ мәсилилири, сүрийә вә ғәззәдики өзгиришләр музакирә қилинди.

министир фидан көрүшүштә, хәлқара җәмийәтниң сүрийәгә йардәм қилиши керәкликини тәкитлиди, һәмдә ғәззәдә дәрһал узун муддәтлик уруш тохтитишниң ишқа ашурулуши вә районға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлириниң давамлиқ йәткүзүлүшиниң муһимлиқини билдүрди.

ташқи ишлар министири хақан фидан норвегийә ташқи ишлар министири еспен барт ейде билән телефонда көрүшти.

икки министирниң телефон сөһбитидә, сүрийәниң нөвәттики вәзийити вә ғәззәдә уруш тохтитиш тиришчанлиқлири муһакимә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر