түркийәниң дәмәшиқ әлчиханиси бүгүн хизмәт башлайду

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан түркийәниң дәмәшиқ әлчиханисиниң бүгүндин башлап хизмәт башлайдиғанлиқини уқтурди.

2220438
түркийәниң дәмәшиқ әлчиханиси бүгүн хизмәт башлайду

министир хақан фидан бир хусусий телевизийә қанилиниң мәхсус сөһбәт пирограммисиға қатнишип, күнтәртиптики мәсилиләргә алақидар соалларға җаваб бәрди.

түркийәниң мавританийә әлчиси бурһан көроғлуниң дәмәшиқ әлчиханисиниң вақитлиқ мәсули қилип тәйинләнгәнликини әскәрткән фидан, көроғлу вә униң гурупписиниң дәмәшиққә йетип барғанлиқини, әлчиханиниң хизмәт башлайдиғанлиқини ейтти.

сүрийәниң дәмәшиқ шәһиридики дипломатик органлар җайлашқан равда мәйдани йенидики түркийә әлчиханиси, һакимийәт тинчлиқ тәрәпдари намайишчиларни күч ишлитип бастурушни башлиған чағларда бир мәзгил хизмәт қилған, әмма 2012-йили 26-март күни күндилик хизмәтлирини тохтатқаниди.

әлчихана хадимлири вә уларниң аилә-тавабиатлири әнқәрәниң бу қарариға асасән түркийәгә қайтқаниди.

сүрийәниң истанбулдики консулханиси хизмитини давамлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر