әрдоған әлбурһан билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған судан игилик һоқуқ кеңишиниң рәиси абдулфәттаһ әлбурһан билән телефонда көрүшти.

2220329
әрдоған әлбурһан билән телефонлашти

әрдоған билән судан игилик һоқуқ кеңишиниң рәиси абдулфәттаһ әлбурһан телефонда көрүшүп, түркийә – судан мунасивәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барди.

телефон сөһбитидә, җумһур рәис әрдоған түркийәниң сомали билән ефийопийә оттурисидики ихтилапни һәл қилиш үчүн әнқәрә келишими мусаписини ишқа кириштүргәнликини, бу келишимниң районда тинчлиқ орнитилишиға муһим төһпә қошидиғанлиқини билдүрди.

әрдоған түркийәниң судан билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисидики келишмәсликләрни һәл қилиш үчүнму һәрикәткә өтәләйдиғанлиқини әскәртти, шундақла суданда тинчлиқ вә муқимлиқ орнитилиши, суданниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиниң қоғдилиши һәмдә дөләтниң ташқи күчләрниң риқабәтлишиш мәйданиға айлинип қелишиниң алдини елишниң түркийәгә нисбәтән асаслиқ пиринсиплар һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди.

у, сүрийә хәлқиниң 13 йиллиқ инсаний тирагедийәни баштин кәчүргәндин кейин  өз тәқдирини өзи бәлгиләш басқучиға қәдәм қойғанлиқини қәйт қилди, һәмдә түркийәниң муһим хизмәтләрни ишләп бу басқучта төһпә қошидиғанлиқини әскәртти.

җумһур рәис әрдоған түркийәниң сүрийәниң сийасий бирлики вә земин пүтүнлүкини қоғдашқа йардәм беридиғанлиқини, вақитлиқ һөкүмәтниң һәммини бағриға бесиши, омумйүзлүк вә тоғра қәдәмләрни ташлиши, сүрийә хәлқигә хизмәт қилиши һәм қошнилириға тәһдит шәкилләндүрмәслики үчүн бу қоллашни үзлүксиз давамлаштуридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر