әрдоған блинкенни қобул қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшти.

2220131
әрдоған блинкенни қобул қилди
blinken-hakan fidan.jpg

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн кәчтә пайтәхт әнқәрәгә кәлгән америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән әсәнбоға айродурумида бир йәргә җәм болди.

көрүшүштә, түркийә-америка мунасивәтлири, сүрийәдики өзгиришләр, дунйави вә районлуқ мәсилиләр муһакимә қилинди.

көрүшүштә йәнә, әрдоған түркийә-америка мунасивәтлириниң һәр саһәдә раваҗландурулуши үчүн түркийәниң тиришчанлиқиниң йеңи басқучтиму үзлүксиз давамлишидиғанлиқини билдүрди.

түркийәниң баштин тартипла сүрийәниң земин пүтүнлүки, бирлики вә һоқуқта баравәрликини қоғдаш пиринсипи бойичә һәрикәт қилип келиватқанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, сүрийәдики дөләт органлириниң әслигә кәлтүрүлүши вә қайта қурулуши үчүн хәлқара җәмийәтниң бирликтә һәрикәт қилиши керәкликини қәйт қилди.

әрдоған сүрийәдә паалийәт қиливатқан вә түркийә үчүн тәһдит мәнбәси болуватқан п к к/п й д/й п г билән даеш қатарлиқ барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши, түркийәниң алди билән өзиниң миллий бихәтәрликини қоғдаш үчүн алдини елиш тәдбирлири қоллинидиғанлиқини, даешқа қарши кәскин күрәш қиливатқан бирдинбир нато дөлити болуш сүпитидә, п к к вә униң гумаштилириниң қалаймиқанчилиқни пурсәткә айландуруш урунушлириға тақабил туридиғанлиқини, даешқа қарши күрәштә қандақтур бирәр йочуқниң оттуриға чиқишиға һәргиз йол қоймайдиғанлиқини тәкитлиди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң әрдоған билән блинкенниң учришиши һәққидә елан қилған  байанатида мундақ дейилди:

 «ташқи ишлар министири блинкен җумһур рәис әрдоған билән америка вә түркийәниң күчлүк районлуқ һәмкарлиқи, сүрийәликләрниң йетәкчиликидә вә сүрийәликләргә тәвә җавабкарлиққа тартқили болидиған һәм сийасий җәһәттин һәммигә вәкиллик қилидиған өткүнчи һөкүмәт қуруш басқучини қоллаш җәһәттики ортақ мәнпәәтлиримиз һәққидә музакирә елип барди.

көрүшүштә сүрийәдики барлиқ тәрәпләрниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши, хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға риайә қилиши вә пуқралар билән аз санлиқ гуруппиларға мәнсуп кишиләрниң қоғдилиши керәклики муһакимә қилинди.

блинкен көрүшүштә, сүрийәдә йурт - маканлиридин айрилип қалғанларни инсанпәрвәрлик йардәмләр билән тәминләш вә даешқа қарши ортақ күрәш қилишниң муһимлиқини тәкитлиди.

антони блинкен йәнә, ғәззәдә уруш тохтитиш келишиминиң җиддий тамамлиниши керәклики тоғрисидики көз қаришиниму оттуриға қойди.»

әсәнбоға айродурумида ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә әмәлгә ашурулған көрүшүшкә ташқи ишлар министири хақан фиданму қатнашти.

фидан бүгүн америка ташқи ишлар министири блинкен билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип барди.

икки министир сүрийәдики өзгиришләрни муһакимә қилди.

хақан фидан сүрийәдә дәрһал муқимлиқ орнитилиши керәкликини тәкитләп мундақ деди:

 «бизниң әң муһим күнтәртипимиз, сүрийәдә терроризмға йочуқ қалдурмаслиқ вә даеш вә п к к ниң у йәрдә үстүнлүккә игә болувелишиниң алдини елиштур.»

америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, блинкенниң түркийә зийаритидә, йәкшәнбә күни (2024-йили 8-декабир) бәшшар әсәд һакимийитиниң ағдурулушидин кейинки сүрийәдики өткүнчи һакимийәт тәшкил қилиш хизмәтлири вә ғәззәдә һасил қилинғуси уруш тохтитиш келишиминиң күнтәртипкә келидиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر