түркийә дәмәшққә мәслиһәтчи әлчи тәйинлиди

түркийә сүрийәниң пайтәхти дәмәшқтики әлчиханисиға вақитлиқ мәслиһәтчи әлчи тәйинлиди.

2220164
түркийә дәмәшққә мәслиһәтчи әлчи тәйинлиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң новакшотта турушлуқ баш әлчиси бурһан көроғлуниң түркийәниң дәмәшқ әлчиханисиниң вақитлиқ мәслиһәтчи әлчиси қилип тәйинләнгәнликини җакарлиди.

ташқи ишлар министири хақан фидан көроғлуға йеңи вәзиписи һәққидә йолйоруқ бәрди.

сүрийәниң дәмәшқ шәһиридики дипломатик вакаләтханилар наһайити көп болған рәвзә мәйдани әтрапиға җайлашқан түркийә әлчиханиси, бәшшар әсәд һакимийити тинч намайиш өткүзгүчиләргә қарши қорал күчи билән зораванлиқ қилишқа башлиған мәзгилдә мәлум вақит хизмәт қилишни давамлаштурған болсиму, 2012-йили 26-март күни күндилик паалийәтлирини тохтатқаниди.

әлчихана хадимлири вә уларниң аилә тавабиатлири бу қарарға асасән түркийәгә қайтқаниди.

сүрийәниң истанбул консулханиси болса паалийәтлирини давамлаштурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر