әрдоған нато баш катипи билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилати-нато баш катипи марк рутте билән телефонда көрүшти.

2218993
әрдоған нато баш катипи билән телефонлашти

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған  байанатида билдүрүлүшичә, җумһур рәис әрдоған нато баш катипи марк рутте билән телефонда көрүшкән.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, сүрийәдики өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған сөһбәттә, түркийәниң сүрийәдә 2011 - йили ички уруш башланған тунҗи күндин буйан сүрийәниң земин пүтүнлүки вә муқимлиқиниң қоғдилишини қоллап келиватқанлиқини әскәрткән, һәмдә сүрийәниң сүрийә хәлқи тәрипидин башқурулуши керәкликини билдүргән.

әрдоған йәнә, террорчилардин пүтүнләй тазиланған бир пүтүн сүрийәниң қурулуши үчүн түркийәниң қолидин келидиған барлиқ ишларни қилишни давамлаштуридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر