«қәлбимизниң йерими сүрийә»
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған «қәлбимизниң йерими ғазиантәп, хатай, шанлиурфа, йәнә бир йерими африн, һәләб, һама, һумус вә дәмәшқтур» деди.
җумһур рәис әрдоған министирлар кабинети йиғинидин кейин хәлққә хитаб қилди.
әрдоған хитабида мундақ деди:
«районимиз муһим өзгиришләрни баштин кәчүрүватиду. қошна дөләт сүрийә уда 13 йилдин буйан давамлишиватқан ички урушниң алдинқи күндики (2024-йили 8-декабир) бәшшар әсәд һакимийитиниң ағдурулуши билән йеңи бир басқучқа қәдәм қойди.
һәләб, һама, һумус вә ахирида дәмәшқ сүрийәниң әсли игилириниң контроллуқиға өтти. шуниң билән, уда 61 йилдин буйан қан, зулум, бесим вә зораванлиқ билән мәвҗудийитини давамлаштуруп келиватқан баас диктаторлуқи пүтүнләй йимирилди. берилгән вәдиләргә қаримай, йиллардин бери бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатниң ишғалийити астида туруватқан тәлрифәт вә мунбичниң террорчилардин тазилинишини мәмнунийәт билән қарши алимиз.»
җумһур рәис әрдоған ағдурулған бәшшар әсәд һакимийитиниң дүшмәнлик позитсийәсигә қаримай, һәрқандақ шараитта сүрийәниң земин пүтүнлүки вә бирликкә игә қурулмисиниң қоғдап қелинишини қоллайдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди:
«қәлбимизниң йерими ғазиантәп, хатай, шанлиурфа, йәнә бир йерими африн, һәләб, һама, һумус вә дәмәшқтур.»
сүрийәдә 27-нойабир күни бәшшар әсәд күчлири билән өктичи қораллиқ гуруппилар оттурисидики тоқунушлар кәскинләшкәниди.
7-декабир күни пайтәхт дәмәшиққә киришкә башлиған гуруппиларни хәлқ аммисиму қоллап, қизғин қарши алған, буниң нәтиҗисидә бәшшар әсәд һакимийити бу йәрдә вә башқа нурғун районларда контроллуқни пүтүнләй йоқитип, йимирилгәниди.
йәкшәнбә күни баас партийәсиниң дөләттики 61 йиллиқ һакимийити ахирлашқан болуп, бу һакимийәтниң рәһбири бәшшар әсәд пайтәхт дәмәшиқтин қечип кәткәниди.