нуман қуртулмуш вә җәвдәт йилмаз сүрийәдики өзгиришләр вә сүрийәликләр тоғрисида тохталди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси нуман қуртулмуш билән муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз сүрийә вә түркийәдики сүрийәликләр тоғрисида тохталди.

2218583
нуман қуртулмуш вә җәвдәт йилмаз сүрийәдики өзгиришләр вә сүрийәликләр тоғрисида тохталди
cevdet yilmaz.jpg
numan kurtulmus.jpg

түркийә бүйүк милләт мәҗилиси (т б б м) рәиси нуман қуртулмуш сүрийәдә тарихий бир бурулуш нуқтисиға гуваһчи болуватқанлиқини билдүрди.

нуман қуртулмуш парламент омумий кеңишиниң 2025-йиллиқ хамчот музакирилириниң ечилиш нутқини сөзлиди.

«әркин вә демократик бир сүрийәниң қурулуши үчүн, түркийә болуш сүпитимиз билән, үстимизгә чүшкән мәсулийәтни ада қилишқа тиришимиз» дегән қуртулмуш, сөзини давамлаштуруп: «түркийә үчүн әң асаслиқ муһим ишлардин бири дөлитимиздә узун йиллардин буйан меһман қилип кәлгән муһаҗирларниң иззәт-һөрмити вә бихәтәрлики қоғдалған һалда (дөләтлиригә) қайтиш җәрйанини тезлитиштур» дегәнләрни қәйт қилди.

мәҗлис омумий кеңишиниң 2025-йиллиқ хамчот йиғинида сөз қилған муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз сүрийәдә йүз бериватқан вәқәләр һәққидә тохталди؛ сүрийәдин түркийәгә қилиниш еһтимали болған болған террорлуқ тәһдитлиригә қарши һәр түрлүк тәдбирниң елинғанлиқини билдүргән йилмаз: «сүрийәлик қериндашлиримиз бихәтәр, иззәт-һөрмити қоғдалған вә ихтийари һалда дөлитигә қайтиду» деди.

сүрийәдә 27-нойабир күни һакимийәт күчлири билән өктичи қораллиқ гуруппилар арисидики тоқунушлар күчийишкә йүзләнгән؛ хәлқниң7-өктәбирдә пайтәхт дәмәшиққә киришкә башлиған қораллиқ өктичиләрни қоллайдиғанлиқини билдүрүшигә әгишип, әсәд түзүми дәмәшқ вә башқа нурғун җайларда контроллуқни пүтүнләй йоқитип ғулиғаниди.

түнүгүн бәс партийәсиниң дөләттики 61 йиллиқ һакимийити ахирлашқан, сабиқ түзүмниң рәһбири бәшшар әсәд пайтәхттин қечип кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر