әрдоған суданини қобул қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған ирақ баш министири муһәммәд шийа әссуданини қобул қилди.

2205580
әрдоған суданини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән ирақ баш министири муһәммәд шийа әссуданиниң истанбулдики ваһдәттин сарийида ишқа ашурулған учришишида, түркийә – ирақ мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләр музакирә қилинди.

көрүшүштә йәнә  җумһур рәис әрдоғанниң ирақ зийаритидә имзаланған вә даирисини бәсрә қолтуқидин түркийә арқилиқ йавропағичә кеңәйтиш нишан қилинған тәрәққийат йоли қурулуши лайиһәсиниң нөвәттики әһвалиму музакирә қилинди.

учришишқа ташқи ишлар министири хақан фиданму иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر