министир фидан җибутида зийарәттә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан җибутида дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2205489
министир фидан җибутида зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир фидан түркийә-африқа һәмкарлиқ мунбири ташқи ишлар министирлириниң 3 – нөвәтлик көздин кәчүрүш йиғиниға қатнишиш үчүн җибутида зийарәттә болиду.

2-3-нойабир күнлири өткүзүлидиған йиғинда, фидан африқа билән болған мунасивәтләрниң түркийәниң ташқи сийаситиниң асаслиридин бирини тәшкил қилидиғанлиқини оттуриға қойиду, түркийәниң африқада тинчлиқ вә муқимлиқ бәрпа қилишқа төһпә қошушни давамлаштуридиғанлиқини тәкитләйду, африқа әллири иттипақиниң 20 дөләт гуруһиға толуқ әза болушини күчлүк қоллайдиғанлиқини ипадиләйду.

фидан йәнә түркийәниң африқа дөләтлириниң инсаний, иҗтимаий вә иқтисадий тәрәққийатиға  төһпә қошушни давамлаштуридиғанлиқиниму әскәртиду.

йиғинда түркийә - африқа әллири иттипақи оттурисидики һәмкарлиқни техиму күчәйтиш йолида ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилиду.

 йиғин ахирида «ортақ байаннамә» вә «2022-2024  - йиллиқ ортақ паалийәтләр доклати» қатарлиқ муһим һөҗҗәтләр мақуллиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر