әрдоған билән путин кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини даирисидә сөһбәт өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған татаристан пайтәхти қазанда өткүзүлгән кесәк алтун дөләтлири (BRICS) башлиқлар йиғини даирисидә русийә пирезиденти виладимир путин  билән көрүшти.

2202351
әрдоған билән путин кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғини даирисидә сөһбәт өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған татаристан пайтәхти қазанда өткүзүлгән кесәк алтун дөләтлири (BRICS) башлиқлар йиғини даирисидә русийә пирезиденти виладимир путин  билән айрим көрүшүп бир саәткә йеқин сөһбәтләшти.

әрдоған сөһбәтниң мәтбуатқа очуқ қисмида сөз қилип, путинниң кесәк алтун дөләтлири башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилғанлиқи вә өзини бу муһим йиғинға тәклип қилғанлиқиға рәһмитини билдүрди. шуниң билән биргә, йеқинда русийә ташқи ишлар министири лавровниң истанбулға кәлгәнликини тилға елип, путинниму түркийәгә тәклип қилди.

әрдоған йәнә икки дөләт оттурисидики банкилар ара сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш тиришчанлиқлириниң давамлишиватқанлиқини, бу даиридә малийә министирлиқли, мәркизий банка вә сода министирлиқи қатарлиқ органларниң өзара алақилишиватқанлиқини тәкитлиди.

путин өз нөвитидә русийә билән түркийәниң көп йиллиқ достлуқ мунасивитини тилға елип, икки дөләт оттурисидики мунтизим дийалогниң әһмийитини тәкитлиди. у йәнә сайаһәт саһәсидики илгириләшләрни алаһидә тилға алди. униң дейишичә, 2023-йили 6.3 милйон рус пуқраси түркийәгә берип сайаһәт қилған болуп, бултурқиға селиштурғанда %20.7 көпәйгән. бу йилниң дәсләпки сәккиз ейида болса 4.5 милйондин артуқ рус сайаһәтчиси түркийәгә барған. буниң билән русийә түркийәгә кәлгән чәт әллик сайаһәтчиләр сани җәһәттин биринчи орунға чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر