әрдоған бүгүн кесәк алтун дөләтлири тәшкилати йиғиниға қатнишиш үчүн қазанға кәтти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бүгүн кесәк алтун дөләтлири тәшкилати (BRICS) ниң 16 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн татаристанниң пайтәхти қазанға йүрүп кәтти.

2201843
әрдоған бүгүн кесәк алтун дөләтлири тәшкилати йиғиниға қатнишиш үчүн қазанға кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған татаристанниң пайтәхти қазанда өткүзүлидиған йиғин җәрйанида, кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшиду.

22-24-өктәбир күнлири өткүзүлидиған йиғинда, кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиниң кеңийишидин сирт йәнә, пул - муамилә, технологийә вә озуқ-түлүк содиси қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилиниду.

түркийәниң қизиқиши барғансери ешиватқан бу тәшкилат 2010-йили қурулди.

биразилийә, русийә, һиндистан, хитай вә җәнубий африқа қурғучи дөләтләр болған кесәк алтун дөләтлири тәшкилати йилларниң өтүшигә әгишип кеңәйди. җүмлидин, мисир, ефийопийә, иран, сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрму кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болди.

әза дөләтләрниң сани 10 ға йәткән кесәк алтун дөләтлири тәшкилати әллириниң нопуси тәхминән 3 милйард 500 милйон болуп, дунйа нопусиниң 45 пирсәнтигә тоғра келиду.

кесәк алтун дөләтлири тәшкилати әллири дунйа иқтисадиниң тәхминән 25 пирсәнтини игиләйду. дунйадики хам нефитниң 44 пирсәнтини кесәк алтун дөләтлири тәшкилати дөләтлири ишләпчиқириду.

кесәк алтун дөләтлири тәшкилати бу алаһидиликлири билән ғәрб дөләтлири қурған 7 дөләт гуруһиниң геополитик рәқиби һесаблиниду, һәмдә көп қутуплуқ түзүмгә өтүштә тәрәққий қиливатқан дөләтләргә вәкиллик қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر