әрдоған әтә кесәк алтун дөләтлири тәшкилати йиғиниға қатнишиду
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әтә кесәк алтун дөләтлири тәшкилати (BRICS) ниң 16 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға қатнишиду.
түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған татаристанниң пайтәхти қазанда өткүзүлидиған йиғин җәрйанида, кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшиду.
22-24-өктәбирдә өткүзүлидиған йиғинда, кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиниң кеңийишидин сирт йәнә, пул - муамилә, технологийә вә озуқ-түлүк содиси қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилиниду.
түркийәниң қизиқиши барғансери ешиватқан бу тәшкилат 2010-йили қурулди.
биразилийә, русийә, һиндистан, хитай вә җәнубий африқа қурғучи дөләтләр болған кесәк алтун дөләтлири тәшкилати йилларниң өтүшигә әгишип кеңәйди. җүмлидин, мисир, ефийопийә, иран, сәуди әрәбистан вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләрму кесәк алтун дөләтлири тәшкилатиға әза болди.
әза дөләтләрниң сани 10 ға йәткән кесәк алтун дөләтлири тәшкилати әллириниң нопуси тәхминән 3 милйард 500 милйон болуп, дунйа нопусиниң 45 пирсәнтигә тоғра келиду.
кесәк алтун дөләтлири тәшкилати әллири дунйа иқтисадиниң тәхминән 25 пирсәнтини игиләйду. дунйадики хам нефитниң 44 пирсәнтини кесәк алтун дөләтлири тәшкилати дөләтлири ишләпчиқириду.
кесәк алтун дөләтлири тәшкилати бу алаһидиликлири билән ғәрб дөләтлири қурған 7 дөләт гуруһиниң геополитик рәқиби һесаблиниду, һәмдә көп қутуплуқ түзүмгә өтүштә тәрәққий қиливатқан дөләтләргә вәкиллик қилиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә дәмәшққә мәслиһәтчи әлчи тәйинлиди
түркийә сүрийәниң пайтәхти дәмәшқтики әлчиханисиға вақитлиқ мәслиһәтчи әлчи тәйинлиди.