фидан русийә-украина урушиниң кеңийип кетиш хәвпиниң йуқирилиқини оттуриға қойди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан русийә-украина урушиниң кеңийиш хәвпиниң бурунқи һәрқандақ вақиттикидинму йуқири икәнликини оттуриға қойди.

2196886
фидан русийә-украина урушиниң кеңийип кетиш хәвпиниң йуқирилиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: министир хақан фидан киродийәниң дубровник шәһиридә өткүзүлүп, украина вә райондики башқа дөләтләрниң рәһбәрлирини бир йәргә җәм қилған «украина-шәрқий җәнубий йавропа башлиқлар йиғини»ға қатнишип сөз қилди؛ у сөзидә түркийәниң украинаниң земин пүтүнлүки, игилик һоқуқи вә мустәқиллиқини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини қайта тәкитлиди.

у, баш (2022-йили 2-ай)тин тартипла урушни ахирлаштуруш йолидики дипломатик тиришчанлиқлирини қәтийлик билән давамлаштурған түркийәниң урушуватқан тәрәпләрниң бир йәргә келип сөһбәтлишишигә саһибханлиқ қилғанлиқини, қара деңиз ашлиқ келишиминиң иҗра қилинишини капаләткә игә қилғанлиқини вә әсирләрни алмаштурушта асанлаштурғучи рол ойниғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

урушниң кеңийиш хәвпиниң бурунқи һәрқандақ чағдикидинму йуқири икәнликини, йадро вә аммиви қирғучи қоралларниң урушта ишлитилиш хәтирини нәзәрдин сақит қилғили болмайдиғанлиқини билдүргән министир хақан фидан, украинадики урушниң дунйа миқйасидики қутуплишишни чоңқурлаштурувәткәнликини қәйт қилди.

сиҗиллиққа игә һәл қилиш чарисини русийәни өз ичигә алған барлиқ тәрәпләрниң сөһбәтләргә қатнишиши билән оттуриға қойғили болидиғанлиқини тәкитлигән министир фидан, ашлиқ бихәтәрлики, деңиз қатниши әркинлики, йадро енергийәси мәйданлири вә муһим асасий қурулмиларни қоғдашниң уруш кәлтүрүп чиқарған вәйранчилиқини йениклитәләйдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر