әрдоған: исраилийәниң хам хийали мәғлубийәт билән ахирлишиду
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған исраилийәниң (аллаһ тәрипидин өзлиригә) вәдә қилинған земинларни қайтурувелиш хам хийалиниң зор үмидсизлик вә мәғлубийәт билән ахирлишидиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған өзиниң рәһбәрликидики адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғинида, исраилийәниң ғәззәдә давамлаштуруватқан қәтлиамлири һәққидә сөз қилди.
әрдоған исраилийәниң ғәззәдә давамлаштуруватқан ирқий қирғинчилиқлириниң маддий вә әхлақий ақивәтлириниң күнсери еғирлишиватқанлиқини, урушниң райондики башқа дөләтләргә кеңийиш хәвипиниң барғансери күчийиватқанлиқини тәкитлиди.
у һәр күни дегүдәк йеңи босуғидин һалқиватқан бу җиддийчиликни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини әскәртип мундақ деди:
«дөлитимиз вә хәлқимизниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн барлиқ тәдбирләрни қоллиниватимиз. вәтинимизни һазирғичә район җиддийчиликлириниң тәсиригә учраштин қоғдап қалдуқ. биз отқа йағ чечишқа урунидиғанлардин әмәс, бәлки отни өчүрүшкә тиришидиғанлардин болдуқ, буниңдин кейинму шундақ қилимиз.».
исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң вә униң җинайәт шайкисиниң хам хийал илкидә интайин хәтәрлик тәвәккулчиликкә җүрәт қиливатқанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған мундақ дәп көрсәтти:
«түркийә исраилийәниң муддиасини обдан билиду. ахирқи нишанниң қәйәр икәнликиниму наһайити ениқ көрәләймиз. түркийәниң бихәтәрлики мәсилисидә һәргизму мурәссә қилмаймиз, қандақ бәдәл төләштин қәтийнәзәр районимиз вә земинлиримизда суйиқәстлик пиланниң әмәлгә ашурулушиға қәтий йол қоймаймиз.»
җумһур рәис әрдоған түркийәниң (башқиларниң) кеңәймичилик хам хийаллириға, вәтән земинлириға көз тикиштәк шум нийәтлиригә вә таҗавузчилиқ қилиштәк һавайи – һәвәслиригә йетишигә тақабил туралиғудәк күчкә игә қудрәтлик дөләт икәнликини билдүрүп мундақ деди:
«шуни очуқ - ашкара һалда алаһидә тәкитләп өтимәнки, исраилийәниң (аллаһ тәрипидин өзлиригә) вәдә қилинған земинларни қайтурувелиш хам хийали зор үмидсизлик вә мәғлубийәт билән ахирлишиду. буниңдин қилчә гуманланмаңлар. дәрвәқә, исраилийә зийонист террорлуқ тәшкилатидур.»