п к к ниң аталмиш каттибашлиридин бири уҗуқтурулди
түркийә миллий истихбарат тәшкилати бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң аталмиш каттибашлиридин хелил йигитни ирақниң гара районида елип барған һәрикити давамида бир тәрәп қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийә миллий истихбарат тәшкилати бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/ к җ к ниң аталмиш гара мәсуллиридин «һогир пироси» ләқәмлик террорчи хелил йигитниң, п к к ниң йуқири дәриҗилик кттибашлиридиниң йолйоруқи бойичә гара районида түркийә дөләт хәвпсизлик күчлиригә қарши террорлуқ һәрикәтлирини тәшкиллигәнликини ениқлап чиққан, андин униң туруватқан җайини ениқлап чиқип, уҗуқтурған.
мәзкур террорчи ширнақ вилайитиниң йеза – қишлақлирида тәшкилий паалийәтлирини башлиған болуп, ширнақ вилайитиниң силопи наһийәсидики қораллиқ вә партлатқучлуқ террорлуқ һәрикәтлиригә қатнашқан.
у йәнә, хәндәк - тосуқ вәқәлиридиму түркийә дөләт хәвпсизлик күчлиригә қарши террорлуқ һәрикәтлирини тәшкиллигән, 2018-йили сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г ниң қармиқида паалийәт елип барған, әң ахирида ирақниң гара районида тәшкилий террорлуқ паалийәтлири билән шуғулланған.