министир фидан ливандики партлашлар һәққидә тохталди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан ливанда йүз бәргән рәқәмлик террорлуқ һуҗумлири һәққидә тохтилип, «исраилийә сүркилишни қәдәммуқәдәм ливан тәрәпкә буримақта» деди.

2189258
министир фидан ливандики партлашлар һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: министир хақан фидан анадолу агентлиқиниң тәһрирләр үстили пирограммисиға қатнишип, рийасәтчиләрниң ливанда йеқинқи икки күндә йүз бәргән чақирғу вә симсиз алақә аппаратлириниң партлитилиши тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

түркийәниң исраилийәниң бир истратегийәси барлиқини, ғәззәдики пиланини ишқа ашурғандин кейин, һуҗумлириниң йөнилишини ливанға бурайдиғанлиқини ғәззәгә һуҗум қилиш башланған 2023-йили 7-өктәбирдин буйан оттуриға қойуп келиватқанлиқини әскәрткән фидан, «һазир (исраилийә) қәдәммуқәдәм (һуҗумлирини) ливан тәрәпкә қаритип күчәйтиватқанлиқини көрүватимиз» деди.

у ливанда йеқинқи икки күндә електронлуқ үскүниләрниң партлишиниң истихбарат саһәсидә «пурсәт һәрикити» дәп атилидиғанлиқини вә истихбарат органлириниң уни наһайити көп қоллинидиғанлиқини ейтти.

министир фидан түркийәниң тор бехәтәрликини капаләткә игә қилиш үчүн мустәқил тор бихәтәрлики идарисиниң қурулидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر