айшәнур әзги әйгиниң өлүмини тәкшүрүш нәтиҗиси елан қилинди
ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида шеһит қилинған сийасий паалийәтчи айшәнур әзги әйгиниң исираилийә әскәрлири тәрипидин өлтүрүлгәнлики, тиббий тәкшүрүш нәтиҗиси билән испатланди.
2186815
түркийә авази радийоси хәвири: наблусқа җайлашқан әннах дөләт универстети әдлийә тиббий иниститутиниң айшәнур әзги әйгиниң өлүмини тәкшүрүш доклати ахирлашти.
доклатта, әйгиниң исираилийә мәргининиң қоралидин етилған оқ билән шеһит қилинғанлиқи билдүрүлди.
мутәхәссисләр тәрипидин тәййарланған доклатта, «өлүм сәвәбини, бешиға киргән оқниң меңини зәхмиләндүргәнлики сәвәбидин дәп қараймиз» дейилди.
доклатта йәнә, әйгиниң бешидин нурғун метал парчилириниң байқалғанлиқи әскәртилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийәдә йәкшәнбә күни пәләстинни қоллаш намайиши өткүзүлиду
6-өктәбир йәкшәнбә күни түркийә миқйасида кәң көләмлик пәләстинни қоллаш намайиши өткүзүлиду.
сүрийәниң шималида 4 террорчи бир тәрәп қилинди
сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 4 террорчи бир тәрәп қилинди.